Лхасада йәнә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикити елип берилди
2008.03.29
Хитай һөкүмити тәрипидин елинған қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлиригә қаримай, тибәттики наразилиқ һәрикәтлири давамлишиватиду. Хәвәрләргә қариғанда, шәнбә күни чүштин кейин, тибәтниң пайтәхти лхаса шәһиридә тибәтләр йәнә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайиши өткүзгән.
Намайишни өз көзи билән көргүчиләрниң, әркин асия радиоси тибәт бөлүмигә хәвәр қилишичә, намайиш лхаса шәһириниң мәркизи бейҗиң кочиси әтрапида башланған. Хәвәрдә ейтилишичә, хитай қораллиқ сақчи қисимлири тибәтләр зич олтурақлашқан лхаса шәһириниң бархор, камкүнсаң вә рамочә районлирини шуниңдәк җокаң бутханисини пүтүнләй қамал қилған.
Мәркизи һиндистанниң дарамсала шәһиридики тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баянатчиси тензин такла, ройтерс агентлиқиға бәргән баянатида," шәнбә күни лхасада елип берилған наразилиқ һәрикитигә қанчилик кишиниң қатнашқанлиқи мәлум әмәс, лекин хитай һөкүмитиниң орунлаштуруши билән чәтәллик дипломатлар лхасани зиярәт қилған күни илип берилған бу намайишқа нурғунлиған адамниң қатнашқанлиқи пәрәз қилинмақта" дегән.
Хитай һөкүмитиниң орунлаштуруши билән лхаса ни зиярәт қилған ғәрб дөләтлириниң дипломатлири, хитай һөкүмитиниң бу һәрикитини яхши йөнүлүшкә қарап ташланған тунҗи қәдәм дәп тәбирләп, хитай һөкүмитидин, уларниң зияритигә чәклимә қоймаслиқини тәләп қилған.
Көпчиликкә мәлум болғандәк, 27 - март күни чәтәллик мухбирлар хитай һөкүмитиниң орунлаштуруши билән лхасадики җокаң бутханисини зиярәт қиливатқан мәзгилдә, мәзкур бутханидики тибәтлик буддист раһиблар, тибәткә әркинлик, тибәтләргә диний әркинлик дәп шуар товлап, хитай һөкүмитиниң хәлқара җамаәткә тибәттики вәзийәтни турақлиқ вә тинч көрситиш арзусини бит-чит қилған иди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бәзи явропа дөләтлири бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимини байқут қилидиғанлиқини җакарлиди
- Америка хитайниң тибәттики тәкшүрүш өмикигә қатнишиш тәклипини тапшурувалди
- Тибәтлик раһиблар, хитай һөкүмитиниң тибәт вәзийитини тинч қилип көрситиш пиланини бузувәтти
- Хитай һөкүмити өзи мухбирлар өмики тәшкилләп тибәткә әвәтти
- Тибәттә тоқунушлар давамлашмақта
- явропа әллиридә хитай олимпикини байқут қилиш пикири күчәймәктә
- Нобел мукапатиниң 26 нәпәр еришкүчиси хитайни далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә үндиди
- Лхаса шәһәрлик җ х идариси 21 нәпәр тибәтлик үстидин тутуш буйруқи елан қилди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати битәрәп көзәткүчиләрниң тибәттә тәкшүрүш елип беришини тәләп қилди
- Тибәт мәсилисидә хәлқара җамаәтниң хитайға қаратқан бесими күчәймәктә
- Хитай һөкүмити тибәткә йеңи һәрбий қисимлар орунлаштурмақта
- Хитай сақчилири тибәттә өйму - өй ахтуруп тутуш һәрикити елип бармақта