Тибәт мәркизи лхасадики намайиш тоқунушқа айланди


2008.03.14

Тибәт мәркизи лхасада бирқанчә күндин бери давамлишиватқан намайиш җүмә күни тоқунушқа айланған. Әң йеңи хәвәрләрдә ғәзәпләнгән намайишчиларниң сақчи машина вә сода дуканлириға от қойғанлиқини билдүрди. Вәқәни өз көзи билән көргүчиләр лхаса шәһиридә оқ авази аңланғанлиқи, 2 нәпәр намайишчи ламаниң наразилиқини ипадиләш үчүн өзини өлтүрүвалмақчи болғанлиқи вә бир қанчә йүз йәрлик амминиң намайишқа қошулғанлиқини илгири сүрмәктә.

Лхасадики бир дохтурханиниң хадими, он нәччә яридарниң дохтурханиға елип келингәнликини билдүргән. Америкиниң хитайдики әлчиханиси америка пуқралириға чиқарған саяһәт уқтурушида әскәртишичә, " әлчихана лхасадики бир америка пуқрасиниң нәқ мәйдандин бәргән хәвирини тапшуруп алған, бәзиләр оқ авази аңлиған вә зораванлиқ вәқәси йүз бәргәнликиниң аламәтлири байқалған."

Лхасадики намайиш дүшәнбә күни ламаларниң наразилиқ һәрикитидин башланған болуп, наразилиқ һәрикити наһайити тезла лхаса әтрапидики ибадәтханиларға кеңәйгән, пәйшәнбә күнидин башлап йәрлик пуқралар ламаларға һәмдәмдә болди. Лхаса шәһиридики сера ибадәтханисиниң ламалири болса ачлиқ елан қилған.

Лхасадики намайиш хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғимақта. Алдинқи күни америка авам палата рәиси нәнси пәлуси, хитай даирилирини тибәт намайишчилирини бастуруш билән әйиблигән иди.

Җүмә күни канада ташқи ишлар министирлики хитай даирилирини әйибләп, тибәт пуқралириниң намайиш қилиш һоқуқиға һөрмәт қилинишини вә тибәт намайишчилириниң бастурулушидин әндишә қиливатқанлиқини елан қилди. Хәвәрләрдә хитай сақчи қисимлириниң лхасадики мәркизи кочиларни қамал қилип, чәтәллик саяһәтчиләрниң тибәткә кириши чәкләнгәнликини билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.