Хитай һөкүмити тибәттә террорчилиққа қарши һәрбий маневир елип барди
2004.09.13
Хитай һөкүмити тибәтниң мәркизи ласада террорчилиққа қарши һәрбий маневир өткүзди. Хитай һөкүмитиниң зувани болған шинхуа агентлиқиниң билдүрүшичә, мәзкур һәрбий маневир йәкшәнбә күни өткүзүлгән.
Үч саәтчә давамлашқан маневирға азадлиқ армийә җәңчилири, сақчилар, һәрбийләр вә хәлқ әскәрлири бирликтә қатнашқан. Улар бу җәрянда партлитишқа, айропилан вә машиниларни булаш вәқәлиригә вә био-химийилик һуҗумларға қарши туруш, шундақла террорчиларға қоршап зәрбә бериш техникилирини мәшиқ қилған.
Шинхуа агентлиқи маневирни тәшкиллигүчиләрниң сөзини нәқил кәлтүрүп,” хәлқарада террорлуқ вәқәләр көп йүз бәрмәктә. Биз бу маневир арқилиқ тибәт райониниң террорлуқ һоҗумларға қарши инкас қайтуруш иқтидарини мөлчәрлимәкчи“ дәп көрсәткән.
Хитай һөкүмитиниң мәзкур һәрбий маневирни елип барған вақти дәл сүргүндики тибәтләрниң диний даһийси далай лама бейҗиңға икки нәпәр алаһидә әлчисини әвәткән мәзгилгә тоғра келиду. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң хәлқара террорчилиққа қарши көрәшни баһанә қилип, тибәт вә уйғур елигә болған контроллуқини күчәйтиватқанлиқидин әндишә қилмақта. (Арзу)