Ричард гипер вә далай ламаниң вәкиллири америкидин тибәт мәсилилирини һәл қилишқа ярдәм тәләп қилди


2007.03.13

Бирләшмә агентлиқиниң 13- март вашингитондин бәргән хәвиригә қариғанда , бүгүн даңлиқ артис ричард гипер вә далай ламаниң вәкиллири вашингитонға йиғилип, америка дөләт мәҗилисидин тибәтниң алий мухтарийәтни қолға кәлтүрүш шлириға ярдәм беришини өтүнди.

Хитай бурун тибәт мәсилисини диалог арқилиқ һәл қилиш тоғрисда вәдә бәргән. Хитай билән далай ламаниң вәкиллири 2002- йили рәсмий алақисини әслигә кәлтүргән вә шундин буян 5 қетим рәсмий учрашқан. Хитай далай ламани йошурун һалда тибәтни мустәқил қилиш паалийәтлири билән шуғуллиниватиду дәп әйиблигән.

Муавин дөләт катипи,америкиниң тибәт мәсилилири буйичә алаһидә яраштурғучиси паула добрианискйниң билдүришичә, хитай билән елип берилған диалоглар һечқандақ үнүм бәрмигән. У йәнә, хитай һөкүмитиниң ипадисидин хитайниң соһибәтләргә әстайидил муамилә қилмиғанлиқини көрүвалғили болидиғанлиқини көрсәтти.

Узундин буян тибәтләрниң кишилик һоқуқини һимайә қилғучи ричард гипер бүгүн, америка дөләт мәҗилисини, хитайниң дуняви инавәт тиклишидә тибәтләрниң мәдәний вә роһий мәвҗутлуқиниң һалқилиқ амил икәнликини хитайға тонутушқа чақирди.

Далай ламаниң алаһидә әлчиси лоди гияри мунуларни билдүрди : әгәр һәр иккила тәрәпниң сиясий җәһәттә бу мәсилиләрни һәл қилишқа мәйли болса, хитай билән тибәт арисидики дәталашниң һәл болидиған пурсити чоқум килиду. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.