Тибәтлик раһиблар, хитай һөкүмитиниң тибәт вәзийитини тинч қилип көрситиш пиланини бузувәтти


2008.03.27

Пәйшәнбә күни, тибәтниң пайтәхти лхаса шәһиридә, тибәтлик буддист раһиблар, диний әркинлик дәп шуар товлап, хитай һөкүмитиниң чәтәл мухбирлириға тибәтни зиярәт қилдуруш арқилиқ, дуняға тибәт вәзийитини тинч вә нормал көрситиш пиланини бит - чит қилип ташлиди.

Хитай һөкүмити тәрипидин тәшкилләнгән мәзкур зиярәткә қатнашқан, америка бирләшмә агентлиқиниң мухбири чарлис һутсләрниң лхасадин хәвәр қилишичә, чәтәллик мухбирлар, хитай даирилириниң орунлаштуруши билән лхасадики җукаң бутханисини зиярәт қиливатқан бир мәзгилдә, 30 нәпәр әтрапида тибәтлик буддист раһиб, тибәткә әркинлик, тибәттә әркинлик йоқ, диний әркинлик дәп шуар товлап йеға - зарә қилған. Раһиблар шундақла, далай ламаниң тибәттики қозғилаң билән мунасивити йоқлуқини билдүргән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмәт хадимлири, тибәтлик раһибларниң тибәткә азадлиқ шоарлири давамлишиватқан бир әһвал астида, чәтәллик мухбирларни тездин будханидин йирақлаштурған.

Америка бирләшмә агентлиқи мухбириниң билдүрүшичә, намайишчи раһибларниң бири, булар биздин далай ламаға қарши чиқишимизни тәләп қиливатиду, бу тоғра иш әмәс, дегән.

Хәвәрдә тәкитлинишичә, намайишчи раһиблар дәсләптә тибәтчә сөзлигән, андин чәтәллик мухбирларға өз муддиасини чүшәндүрүш үчүн, хитайчә сөзләшкә башлиған. Улар чәтәллик мухбирларға, бу һәрикити сәвәбидин хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинидиғанлиқини, әмма өзлириниң пикрини ипадиләш үчүн қолға елинишни көзгә алғанлиқини тәкитлигән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.