Нобел мукапатиниң 26 нәпәр еришкүчиси хитайни далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә үндиди


2008.03.21

Нобел мукапатиға еришкән дуняви шөһрәткә игә 26 нәпәр зат пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай даирилирини тибәт роһаний даһийси билән сөһбәт өткүзүшкә чақирди вә тибәттики бастуруш һәрикитини тохтитишни тәләп қилди.

Баянатта мундақ дәйду, " хитай һөкүмитиниң тибәт намайишчилирини бастуруш һәрикитидин азаплинимиз вә уни әйибләймиз." "Биз хитай даирилириниң қоралсиз, тинч намайишчиларни бир тәрәп қилишта өзини тутувелишқа чақиримиз."

Баянатнамиға имза қойғучилар ичидә 2003 - йили нобел әдәбият мукапатиға еришкән җәнубий африқилиқ җон максвел коетзе, 1986 -йилқи нобел әдәбият мукапатиниң лаурияти негирийилик язғучи вола сойинка вә 1986 - йили нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән әллей вейзел қатарлиқлар бар.

Улар йәнә хитай даирилириниң далай ламаға мәсулийәтсизлик билән һуҗум қиливатқанлиқини әйибләп, " хитай даирилири қайта-қайта тәкитләватқанниң әксичә, далай лама хитайдин айрилишни әмәс, бәлки мәдәнийәт вә диний аптономийә тәләп қилмақта," дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.