Далай лама тибәттики төмүр йол қурулушидин әндишә қилмақта
2005.09.12
Тибәтниң диний даһиси далай лама, бир қанчә хитай шәһәрлири вә тибәт арисида ясиливатқан төмүр йолиниң тибәткә қаритилған "мәдәнийәт қирғинчилиқи" икәнликини билдүрди.
Тибәтниң диний даһиси далай лама, бир қанчә хитай шәһәрлири вә тибәт арисида ясиливатқан төмүр йолиниң тибәткә қаритилған "мәдәнийәт қирғинчилиқи" икәнликини билдүрди.
У тибәткә туташтурулидиған йеңи төмүр йолниң техиму көп хитай көчмәнлирини җәлп қилип, тибәт мәдәнийитиниң йоқулушини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини көрсәтти. У бу сөзни йәкшәнбә күни америкиниң айдахо штатини зиярәт қилған мәзгилидә мухбирларға ейтқан.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, далай лама " тибәттә мәдәнийәт қирғинчилиқи йүз бериватиду. Әслидә төмүр йол қурулуши тәрәққият үчүн интайин пайдилиқ болсиму бирақ, сиясий җәһәттин йәрликниң миллий тәркибини өзгәртишни мәқсәт қилғанда, у пайдилиқ әмәс" деди.
Хәвәрдә ейтилишичә, йеқинқи йиллардин боян , тибәттики хитай көчмәнлириниң сани җиддий ешиватқан болуп, улар һөкүмәт органлири вә қурулуш саһәлирини игилигән. Тибәтләр болса көпинчиси әнәнивий деһқанчилиқ вә чарвичилиқ билән җан бақидикән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ кишлик һоқуқ тәшкилатлири, тибәтләрниң бастуруш вә миллий кәмситишкә дүч келиватқанлиқини билдүрмәктә. Бирақ хитай һөкүмити тибәткә көчмән йөткәш сиясити қоллиниватқанлиқини рәт қилмақта. (Арзу)