Қуш зукими тибәттиму байқалди
2005.08.11
Пәйшәнбә күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилати ашлиқ вә йеза игилик идариси, қуш зукими кесәлликиниң тибәттиму байқалғанлиқини билдүрди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай йеза игилик министирлиқи пәйшәнбә күни әттигәндә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати ашлиқ вә йезаигилик идраисини мәзкур кесәликниң тибәтниң пайтәхти ласада оттуриға чиққанлиқидин хәвәрдар қилған.
Һазирғичә қуш зукими кесәлликидин, хитайниң чиңхәй өлкисидә 6000 дин артуқ көчмән қуш өлгән. Шундақла бу кесәллик уйғур елидиму байқалған иди. Лекин райондики кишиләргә тәсир қилмиған.
Сәһийә мутәхәссислири, қуш зукими кесәллики чиңхәйдики күчмән қушлар арқилиқ һиндистан, австралийә һәмдә яврупа дөләтлиригә тарқилиши мумкин дәп агаһландурған иди. Мутәхәссисләр, қуш зукими кесәлликиниң кишләрдин- кишиләргә юқидиған қорқунчлуқ бир кесәлликкә айлинип кетишидин әндишә қилмақта. (Қанат)