Хитай қуш зукими сәвәбидин тибәттә 2 миңдин ошуқ тохуни өлтүрди
2005.08.12
Тибәттә қуш зукими байқалғандин кейин, хитай даирилири җүмә күни тибәттики мәзкур кесәл байқалған бир тоху фермисида 2608 тохуни өлтүргән.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ашлиқ вә йеза игилик комитети пәйшәнбә күни тибәттә 133 тохуда қуш зукими байқалғанлиқини елан қилған болуп, бу, қуш зукиминиң бу йилда һималая районида тунҗи қетим байқилиши болуп һесаблиниду. Лекин тибәттә бу кесәллик һазирғичә адәмләрдә байқалмиди.
Бу йилда қуш зукими кесили хитайниң башқа районлиридин сирт йәнә, уйғур елидиму көрүлди. Лекин адәм өлмиди. Буниңдин сирт йәнә, йеқинқи мәзгилдин буян бу хилдики қуш зукими русийә, қазақистан вә моңғолийә қатарлиқ җайлардиму байқалди. Шундақла нурғун дөләтләр бу җайлардин тоху киргүзүшни чәклиди.
Нөвәттә тибәттә қуш зукими байқалғандин кейин, сәһийә мутәхәссислири қушларниң пәсиллик көчиши сәвәбидин бу кесәлликниң һиндистан, австралийә һәтта явропа әллиригичә тарқилиши мумкинликини агаһландурмақта. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қуш зукими тибәттиму байқалди
- Қуши зукими кесәллики сибирийидин русийниң башқа районлириғиму тарқилиши мумкин икән
- явропа иттипақи, русийә вә қазақистандин қуш вә қуш пәйлирини импорт қилишни чәклиди
- Қуш зукам вируси бу қетим қазақистанда байқалди
- Русийә вә қазақистан қуш зукимидин мудапиәлиниш тәдбирлирини алди