Хитай далай ламаниң рәсимини сақлиған бир тибәтни қолға алди
2005.01.05
Тибәт кишилик һоқуқ тәшкилатиниң билдүрүшичә, хитай сақчи даирилири бир нәпәр тибәт раһибини, тибәтләрниң диний даһийси далай ламаниң рәсимини сақлиғанлиқи үчүн қолған алған.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, сақчилар өткән айда тибәт раһиби фунтсок сериңниң өйини ахтуруп, далай ламаниң рәсими вә тибәт милләтчиликигә аит матириялларни тапқан.
Мәзкур тибәт тәшкилати нөвәттә өзиниң бу тибәт раһибиниң әһвали вә униң қандақ җазаға тартилғанлиқи һәққидә һечқандақ учурға игә болалмиғанлиқини билдүрди. Хитай һөкүмити 1994 - йили компартийә әзалириниң далай ламаниң рәсимини сақлишини чәклигән болуп, кейинчә бу чәклимини пүтүн аммидин тартип ибадәтханиларғичә кеңәйткән.
Америкидики хәлқара тибәт һәрикитиниң статистикисиға қариғанда, тибәт районида түрмидә йетиватқан тибәт сиясий мәһбуслар 150 кә йетидиған болуп, буларниң 2/3 қисми раһиблар икән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай тибәт раһибиға берилгән өлүм җазасини бикар қилиши мумкин
- Хитай өлүм җазаси бәргән тибәт раһиби техичә һаят икән
- Хитайлар америка кеңәш палатасиниң тәлипини рәт қилди
- Америка кеңәш палатаси хитайдин тибәт раһибини қоюп беришни тәләп қилди
- Сүргүндики тибәтләр хитай түрмисидики тибәт раһиби үчүн ачлиқ елан қилди
- Үч нәпәр тибәтлик мустәқиллиқни тәрғип қилиш гумани билән түрмигә ташланди