Сүргүндики тибәтләр һөкүмәт сайлими елип бариду
2006.06.02
Сүргүндә яшайдиған тибәтләр шәнбә күни тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баш министирини сайлаш үчүн биләт ташлайду. Бу 1959 - йилдин бери чәтәлдә яшап келиватқан тибәт сәргәрданлириниң 2001 - йилдин тартип һазирғичә сүргүндики тибәт баш министирини сайлаш үчүн 2 - қетим биләт ташлишидур.
Тибәт сайлам комитетиниң мудири тәнзин д. Андурсаң тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң дарамсаладики қараргаһида мухбирларға " бу тибәтләр үчүн муһим бир сайлам " дәйду. Униң әскәртишичә, сайлам йешиға тошидиған 72 771 нәпәр тибәтлик биләт ташлаш үчүн тизимға алдурған. Нөвәттә көп қисими шималий һиндистанда яшайдиған тәхминән 140 миңдәк тибәтлик чәтәлдә сәргәрдан болуп яшимақта. Сайлам комитети һиндистан, непал, шималий америка, явропа, австралийә, тәйвән қатарлиқ әлләрдә җәмий 53 биләт сандуқи тәсис қилған.
Сүргүндики һөкүмәтниң баш министирлиқини намзатлардин саңдоң ренпочи билән җучен туптенлар талишиватиду. Көзәткүчиләр, саңдоң ренпочиниң сайламда ғәлибә қилиш мумкинчилики юқири, дәп пәрәз қилишмақта. Саңдоң ренпочи франсийә ахбарат агентлиқиға " җуңго асасий қануни бойичә хоңкоң вә макавларға бәргән аптономийини башқа аз санлиқ милләтләргә бәрсиму болиду" дәйду.
Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, бу қетимқи сайлам далай ламаниң сиясий һоқуқини демократик органларға өткүзүп бәрмәкчи болуватқанлиқини көрситидикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлисиниң икки әзаси далай ламаға дөләт мәҗлиси алтун мидали бериш қанун лайиһиси сунди
- Хитай далай ламани "диний тоқунушқа қутратқулуқ қилди" дәп әйиблиди
- Далай лама калифорнийидә мусулман рәһбәрлири билән көрүшти
- Далай ламаниң хитайни зиярәт қилиш арзуси әмәлгә ашамду ?
- Далай лама немә үчүн аптономийә йолини таллиди?









