Далай хитай билән өткүзилиған 5-қетимлиқ сөһбәтниң пат арида башлинидиғанлиқини ейтти
Тибәтләрниң диний даһиси далай лама йеқинда, хитай даирилири билән өткүзилидиған 5-қетимлиқ сөһбәтниң пат арида башлинидиғанлиқини һәмдә өзиниң бу сөһбәткә үмид билән қарайдиғанлиқини билдүрди.
Далай сөзидә, " хитай һөкүмити билән тибәтниң сүргүндики һөкүмити йеқинқи бир нәччә йиллардин буян өз-ара ишәнч вә мунасивәтни яхшилайдиған нурғун тәдбирләрни қолланди. Бу, тибәтниң афтономийигә еришишигә йол ачти" деди.
Далай йәнә, икки тәрәп сөһбитиниң тоғра йөнүлүшкә қарап кетиватқанлиқини әскәртип, йеқинда елип берилидиған 5- қетимлиқ сөһбәтниңму яхши нәтиҗиләрни һасил қилишиға ишинидиғанлиқини ейтти.
Буниң алдида тибәттики 10 миңға йеқин тибәтлик вә 200 нәпәр хитай өткән ай һиндистанға берип, далай ламаниң риясәтчилигидики чоң будда диний йиғиниға қатнашқан. Сүргүндики тибәт һөкүмити "хитайниң тибәтликләрниң һиндистанға тавап қилишиға бундақ кәңчилик қилиши, икки тәрәп оттурисидики 5-қетимлиқ сөһбәтниң яхши елип берилидиғанлиқидин дерәк бериду" деди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама: тибәт һелиму зораван күчләрниң қол астида азап тартиватиду
- Хитай һөкүмити далай ламани әйибләшни рәт қилған раһбларни қолға алди
- Америка дөләт мәҗлиси далай ламаниң " толуқ аптономийә" тәлипини қоллиди
- Далай лама америкида "тинчлиқ вә меһри шәпқәт" һәққидә нутуқ сөзлиди
- Җорҗ буш далай ламани ақ сарайда күтүвалди