Бейҗиң далай ламаниң хитайни зиярәт қилишиға йол қоюши мумкин
-
2006-04-03 -
-
-
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай дөләтлик диний ишлар идарисиниң башлиқи йей шяввен әгәр далай лама тибәт мустәқиллиқидин ваз кәчсә, җуңго һөкүмити униң җуңгони зиярәт қилишиға йол қоюши мумкин, дәп көрсәтти.
Йей шяввен бу сөзләрни хитай дөләт рәиси ху җинтав 20 - април күни ақ сарайда америка президенти җорҗи буш билән көрүшмәкчи болуватқан бир чағда тәкитлигән. Президент буш йеқинда ху җинтав билән тибәт мәсилисини сөзлишидиғанлиқини билдүргән иди. Көзәткүчиләр, шяввенниң сөзини хитай һөкүмитиниң далай ламаниң хитайни зиярәт қилиш арзусиға қайтурған иҗабий инкаси, дәп қаримақта.
Далай лама өткән айда хитайни зиярәт қилиш вә бу дөләттики мәшһур будда ибадәтханилирини таваб қилиш арзуси барлиқини һәм бу арзусиниң бейҗиң даирилиригә уқтурулғанлиқини билдүргән иди.
Йей шяввен, "җуңго гезити" гә "далай лама тибәт мустәқиллиқидин үзүл - кесил ваз кәчкәнликини айдиңлаштуруши керәк. Әгәр ваз кәчмисә униң зияритини ойлишишимиз мумкин әмәс дәйду.
Дарамсаладики тибәт сәргәрдан һөкүмити йей шяввенниң сөзигә "иҗабий инкас" дәп баһа бәрди. Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң тәкитлишичә, мәйли далай лама яки тибәт сәргәрдан һөкүмити тибәткә мустәқиллиқ әмәс, бәлки аптономийә тәләп қилиду, дәп көрсәтти.
Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң ташқий ишларминистири, далай лама мустәқиллиқ тәләп қилмайдиғанлиқини ашкара әскәртип кәлмәктә,деди. Униң тәкитлишичә, "улар хитай һөкүмитиниң немә үчүн бу сөзләргә ишәнмәйдиғанлиқиниң тегигә йетәлмигән." (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Таши ваңди: бейҗиң далай ламаниң хитайни зиярәт қилишиға йол қоюши керәк
- Хитайниң далай лама билән өткүзгән сөһбитидә илгирләш болмиған
- Далай лама вәкили хитай әмәлдарлири билән 5-қетимлиқ сөһбәтни башлиди
- Далай хитай билән өткүзилиған 5-қетимлиқ сөһбәтниң пат арида башлинидиғанлиқини ейтти
- Хитай һөкүмити, далай ламаниң йеқин кәлгүсидә тибәткә қайтиш мумкинчилики барлиқини чәткә қақти