Хитай, тибәт аптоном райони қурулғанлиқиниң 40 йиллиқини тәбриклиди


2005.09.01

Хитай һөкүмити 1 - сентәбир күни, тибәт аптоном райони қурулғанлиқиниң 40 йиллиқини, хитай коммунист партийисиниң ғәлибисини көз-көз қилиш вә бөлгүнчиләрни бастуруш һәйвиси билән күтүвалди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишчә, һәрбий формилирини кийгән хитай әскәрлири, илгири тибәтләрниң диний даһиси далай лама турған путала сарийиниң алдида қизил дөләт байрақлирини көтүрүп параттин өткән.

Бу паалийәткә қатнишиш үчүн, хитай мәркизи сиясий биюросиниң даимий һәйәт әзаси вә сиясий кеңәш рәиси җя чиңлин 52 кишилик вәкилләр өмикини башлап кәлгән болуп, у шинхуа агентлиқиниң зияритини қобул қилғанда, хитай һөкүмитиниң тибәтниң муқимлиқи вә бихәтәрликини сақлаш үчүн бөлгүнчи күчләр үстидин давамлиқ бастуруш елип баридиғанлиқини ейтқан.

Хитай коммунист һөкүмити тибәтни 1950 - йили игиливалғандин кейин, тибәтләрниң рәһбири вә диний даһиси далай лама 1959 -йили һиндистанға қечип чиққан. Хитай һөкүмити 1965 - йили 9 -айниң 1 - күни бу йәрни "шизаң тибәт аптоном райони" дәп атиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.