Хитай тибәттә далай ламаниң тәсирини йоқиталмиди


2005.08.14

Гәрчә тибәтниң диний вә сиясий даһийси далай ламаниң тибәттин айрилғиниға 50 йилдин артуқ бир вақит өткән болсиму, әмма тибәт хәлқи һелиму уни өзлириниң даһийси дәп тонуйдикән

Роетирис агентлиқиниң 14 - авғуст күни тибәтниң пайтәхти ласадин хәвәр қилишичә, гәрчә тибәтниң диний вә сиясий даһийси далай ламаниң тибәттин айрилғиниға 50 йилдин артуқ бир вақит өткән болсиму, әмма тибәт хәлқи һелиму уни өзлириниң даһийси дәп тонуйдикән. Һәтта тибәттики бәзи сиясий вә диний әрбабларму далай ламаниң тиәттики тәсирини инкар қилмайдикән вә далай лама тибәт хәлқиниң дини рәһбири бу бу һәқиқәтни өзгәртиш мумкин әмәс дәйдикән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити далай ламаниң тибәт хәлқи арисидики тәсирини юқиталмиған. Мушу сәвәбтин үч йил бурун хитай һөкүмити далай ламаниң вәкиллири билән тибәт мәсилиси үстидә сөһбәт башлиған.

Әмма сиясий анализчилар, хитай һөкүмити билән далай ламаниң вәкиллири арисида елип берилған төт қетимлиқ сөһбәттин һечқандақ нәтиҗә чиқмиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң һәтта далай ламаниң вәкиллири билән сөһбәт елип берилғанлиқини һазирғичә етирап қилмиғанлиқини билдүрмәктә.

Лекин, хәлқара тибәт һәрикитиниң баянатчиси кет сандәрсниң ейтишичә, гәрчә хитай билән далай лама вәкиллири оттурисида елип берилған сөһбәтләрдин һазирғичә бир нәтиҗә чиқмиған болсиму, бундақ сөһбәтләрниң башлиғанлиқиниң өзи тибәт мәслисидә чоң бир бурулушниң бешарити һесаблинидикән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.