Хитай сақчилири , икки мухбир вә икки чәтәллик тибәт паалийәтчисини қолға алди
2004.08.30
Франсийә агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә , дүшәнбә күни хитай сақчилири бейҗиңдики бир бағчида , тибәт мустәқиллииқиға иришмигичә хитайға улимпик тәнһәрикәт йиғини өткүзүш һуқуқи бирилмәслики кирәк дигән лөзунка ачқан икки чәтәллик тибәт паалийәтчиси вә икки мухбир ни қолға алған .
Австралийә дики тибәт кеңишиниң хадими пал боркә ниң билдүрүшичә , хитай сақчилири австралйә вә амерка граждани болған икки тибәт паалийәтчисини тутуп , уларниң паспортлирини мусадирә қилған . Униң итишичә , “ тибәт мустәқилиққа иришмигичә , хитайға өлимпик тәнһәрикәт йиғини өткүзүш һуқуқи берилмәслики кирәк дигән шуар йизилған бир лозонкини ачқанлиғи үчүн мәзкур икки тибәт паалийәтчисиниң хитай сақчилири тәрипидин қолға илинғанлиғи , хитайда пикир вә сөз әркинликиниң мәвҗут әмәсликиниң испати һисаплиниду .
Тибәт тәшкилатлириниң хәвәр қилишичә, вәқә җәрянида әнгилийидә чиқидиған говардиян гезитиниң бир мухбири қатарлиқ икки чәтәллик мухбириму қолға илинған .
Хәвәрләргә қариғанда , гиритсйиниң пайтәхти атинада өткүзүлгән өлмпик тәнһәрикәт йиғини аяқлишиши билән , -2008 йили бейҗиңда өткүзүлидиған өлмпик тәнһәрикәт йиғини үчүн арқиға санаш башланди буниң билән биргә хәлқара кишилик һуқуқ тәшкилатилириму хитайға қаратқан паалийәтлирини күндин - күнгә күчәйтмәктә .(Қанат)