Далай ламаниң вәкиллири бейҗиңни зиярәт қилишқа йолға чиқти
2004.09.12
Йәкшәнбә күни бейҗиңға қарап йолға чиққан тибәтләрниң сүргүндики роһани даһийси далай ламаниң икки алаһидә вәкили, икки йилниң алдида қурулған далай лама билән бейҗиң оттурисидики сөһбәт мунасивитини давамлиқ илгири сүрүшкә тиришиду.
Һиндистанниң дарамсала районидики тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баянатчиси , далай ламаниң икки алаһидә вәкили лоди гяри билән гелсаң гялтсенниң хитайдики зиярити җәрянида тибәтләр олтурақлашқан бәзи районларға баридиғанлиқини билдүрди . Тибәт сәргәрдан һөкүмити баянатчисиниң билдүрүшичә , далай лама өз вәкиллириниң хитайни қайта зиярәт қилиш пурситигә еришкәнликидин мәмнун болған .
У , далай лама хитай билән болған учришишниң ахирқи һесабта тибәт мәсилиси бойичә әмили сөһбәт өткүзүлүшигә түрткә болушини үмид қилиду дәп көрсәтти . Далай лама вәкиллири йолға чиқишниң алдида 8 - сентәбир күни далай лама билән учришип униңдин йол-йоруқ алған . Хитай һөкүмити , 1959 - йилдики тибәт қозғилиңидин кейин һиндистанға чиқип кәткән далай лама билән 1979 - йили тунҗи қетим мунасивәт орнатқан иди . Шуниңдин кейинки 15 йил ичидә бейҗиң һөкүмити далай лама вәкиллириниң 4 қетим тибәтни зиярәт қилишиға йол қойған . Бейҗиң даирилиниң 1993 - йили үзүлүп қалған далай лама билән болған сөһбити , 2002 - йили 9 - айда әслигә кәлгән иди. (Әркин)