Бейҗиң тәйинлигән бәнчән лама коммунистик партийини мәдһийилиди
2004.09.26
Бейҗиң даирилири тәйинләнгән тибәтниң 2 - чоң роһани даһийси 11 - бәнчән лама хитай компартийисиниң тибәттики сияситини мәдһийилиди. Бу йил 14 яшлардики гянсайин норбу, тибәттики ламаларниң диний етиқат әркинликидин бәһриман боливатқанлиқини илгири сүрүп, хитайниң тибәттики диний сияситини махтиған.
У бу сөзләрни хитай һөкүметиниң зувани шинхва ахбарат агентлиқи мухбириниң зияритини қобул қилғанда тәкитлигән. Бу йил 8 - айда тибәткә барған гянсайин норбу, һазирғичә тибәтниң һәр қайси җайлирида ибадәт паалийити билән шуғулланмақта. Күзәткүчиләр, бейҗиң даиирилириң бу һәркитини гянсайин норбуниң тибәт хәлқи ичидики инаветини тикләш тиришчанлиқи дәп баһа бәрди.
10 - Бәнчән лама өлгәндин кейин тибәтләрниң сүргүндики роһани даһиси далай лама тибәттики гедун чокий нйимани 10 - бәнчәнниң вариси дәп җакалиған. Бирақ хитай һөкүмити гедун чокий нйимани қолға елип, гянсайин норбуни 10 - бәнчәнниң вариси дәп елан қилған. Хитай һөкүмити далай лама тәйинлигән 11 - бәнчәнни һазирғичә тутуп турмақта. Тибәтләрниң диний әнәниси бойичә бәнчән лама далай лама өлгәндин кейин униң варисини тәйинләш һоқуқиға игә. Тибәтләрниң һазирқи сүргүндики роһани даһиси дала лама болса 70 яшқа кирип қалған. Бирақ дарамсаладики тибәт сәргәрдан һөкүмити хитай һөкүмити тәйинлигән бәнчән ламани етирап қилмайду, улар далай лама тәйинлигән қамақтики гедун чокий нйимани бәнчән ламаниң һеқиқи вариси дәп қаримақта. (Әркин)