Нипал һөкүмити 27 тибәтлик мусапирни қолға алди
2004.10.06
Нипал һөкүмити чаршәнбә күни нипал арқилиқ һиндистанға қачмақчи болған 27 нәпәр тибәтлик мусапирни тутқанлиқини билдүрди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда,тибәтлик 25 әр вә икки аял өткән айда һималая тағ тезмисидин пиядә һалқип нипалға қечип кәлгән . Нипал сақчи даирилири уларни қанунсиз һалда чиградин өткәнлики үчүн дүшәнбә күни қолға алған.
Нипал һөкүмәт даирилири тутулған бу тибәтлик мусапирларни б д т ниң нипалдики мусапирлар ишханисиға тапшуруп беридиғанлиқини билдүрди. Һәр йили нәччә йүзлигән тибәтлик нипал арқилиқ далай лама турушлуқ һиндистанниң дарамсала райониға қечип бариду.
Бирақ нипал һөкүмити алдинқи йили тибәт арқилиқ нипалға қечип берип, б д т мусапирлар комитети тәрипидин мусапирлиқ салаһийити қобул болған ширәли қатарлиқ үч нәпәр уйғур яшни хитай һөкүмитигә қайтуруп бәргән. Нәтиҗидә хитай һөкүмити ширәлигә өлүм җазаси иҗра қилған иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама: хитай ядро ташландуқлирини тибәткә төкүватиду
- Далай ламаниң вәкиллири 3 - қетим бейҗиңни мәхпий зиярәт қилди
- Далай ламаниң вәкиллири бейҗиңдин дарамсалаға қайтти
- Анализчилар далай лама вәкиллириниң хитайдики зияритидин үмид күтмәктә
- Үч нәпәр тибәтлик мустәқиллиқни тәрғип қилиш гумани билән түрмигә ташланди
- Далай лама костарикани зиярәт қилди
- Бейҗиң тәйинлигән бәнчән лама коммунистик партийини мәдһийилиди
- Хитай кечиккән болсиму, тибәтниң пайтәхтиниң әнәниви характерини қоғдашқа тиришиватиду
- Хитай һөкүмити тибәттә террорчилиққа қарши һәрбий маневир елип барди
- Хитай сақчилири , икки мухбир вә икки чәтәллик тибәт паалийәтчисини қолға алди