Далай хитай һөкүмитини тибәт раһибиниң һаятини сақлап қелишқа чақирди
2004.12.02
Тибәтләрниң сүргүндики диний даһийси далай лама пәйшәнбә күни хитай һөкүмитини, өлүм җазаси берилгән тибәт раһибиниң һаятини сақлап қелишқа чақирди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмитиниң тибәт раһиби 52 яшлиқ тензен делег ринпочиға бәргән өлүм җазасини иҗра қилиш вақти 12 - айниң 2 - күни тошидиған болуп, далай лама хитай һөкүмитиниң бу мәсилини қайта ойлишип көрүшини тәләп қилди.
Далай сөзидә, "хитай һөкүмити вә мунасивәтлик әмәлдарлар илгири бәзи мәсилиләргә қайта ойлишиш пурсити яратқан иди. Шуңа мән уларниң тибәт раһиби ринпочиниң мәсилисидиму мушундақ қилишини үмид қилимән" деди.
Адәттә хитайда өлүм җазасини икки йил кечиктүрүп иҗра қилиш җазаси вақит тошқандин кейин, муддәтсиз қамақ җазасиға өзгәртилиду. Әмма тибәт вә уйғурларниң мәсилиси сәзгүр тема һисабланғачқа, ринпочиниң мәсилиси башқичә бир тәрәп қилиниши мумкин.
Хитай һөкүмити 2002 - йили 12 - айда тензин ринпочи билән 28 яшлиқ лобсаң дондупқа сичуәнниң гәнзи дигән йеридә партлитиш садир қилған дегән җинайәт билән өлүм җазаси һөкүм қилған иди. Шундақла, лобсаң дондопни 2003 - йили 1 - айда етип, тензин ринпочиниң өлүм җазасини икки йил кечиктүрүп иҗра қилишни һөкүм қилди.(Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тибәтниң диний даһиси далай лама қалмақистанға қилған зияритини башлиди
- Хитай һөкүмити росийиниң далай ламаға виза бәргәнликигә қаттиқ наразилиқ билдүрди
- Русийә далай ламаниң қалмақистанни зиярәт қилишиға виза беришни қарар қилди
- Русийә далай ламаға виза бериш мәсилисини ойлишиватиду
- Сүргүндики тибәтләр хитай түрмисидики тибәт раһиби үчүн ачлиқ елан қилди
- Далай лама японийини зиярәт қилиду
- Бир тибәт язғучиси далай ламани мәдһийлигәнлики үчүн хизмитидин айрилди
- Хитай даирлириниң бесими сәвәбидин, авистрйә далай ламаға беғишланған почта маркисини бикар қилди
- Далай лама тибәтниң келичики һәққидә сөз қилди
- Далай вәкиллири билән хитай һөкүмити давамлиқ сөһбәт өткүзүшкә келишти