Тибәтләр, тоний блайирни тибәт мәсилисидә бейҗиңға бесим ишлитишкә чақирди
2005.09.02
Мәркизи лондондики әркин тибәт һәрикити тәшкилати, әнгилийә баш министири тоний блайир келәр һәптә хитайда елип баридиған зияритини башлаштин илгири баянат елан қилип, әнгилийә баш министиридин далай лама билән сөһбәт елип бериш тоғрисида бейҗиңға бесим ишлитини тәләп қилди.
Әркин тибәт һәрикити, тоний блайирдин ху җинтавға далай лама билән көрүшүш тоғрисида бесим ишлитишни тәләп қилди шундақла бейҗиңда тибәт аптоном райони қурулғанлиқиниң 40 йиллиқини тәбрикләш үчүн үткүзүлгән һәр қандақ паалийәткә қатнишиштин һәзәр әйләшкә чақирди.
Әркин тибәт һәрикити баянатида, " блайир әпәндиниң хитайдики җәрянида бу күнни тәбрикләйдиған һәр қандақ паалийәткә қатнашмаслиқини шундақла униң тибәт мәсилисидин әндишә қиливатқанлиқини әскәртиш тоғрисида агаһландурумиз," дәйду.
Шу күни хәлқара кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати баянат елан қилип, тоний блайирдин дүшәнбә күни бейҗиңда башлинидиған явропа иттипақи - хитай башлиқлар йиғинида, кишилик һоқуқ мәсилисини муһим орунға қоюшни тәләп қилди.
Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати баянатида, хитай һөкүмити мәтбуат вә сөз әркинликини бастурмақта. Өлүм җазасини кәң - көләмдә иҗра қилип, әмгәк билән өзгәртиш җазасини үзликсиз йолға қоймақта. Диний паалийәтләрни бастуруп, тероризимға қарши туруш нами астида уйғур мусулманлириға зәрбә бәрмәктә, дәп тәкитлиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, тибәт аптоном райони қурулғанлиқиниң 40 йиллиқини тәбриклиди
- Хитай һөкүмити бән чән ламаниң нәзәрбәнд астида яшаватқанлиқини рәт қилди
- Хитай даирилири далай лама вәкиллири билән шивитсарийидә учрашти
- Ву баңго, йеңи зеландийә парламентида тибәт паалийәтчисиниң қаршилиқ һәрикитигә дүч кәлди
- Далай лама әлчилири пат арида хитайни зиярәт қилишни күтмәктә