Тибәт достлуқи тәшкилати тибәтниң мустәқиллиқини тәрғип қилди
2007.07.12
Чәтәлдики тибәт тәшкилатлиридин бири болған тибәт достлуқи тәшкилати йеқинда һиндистанда йиғин чақирип, тибәтниң мустәқиллиқини тәшәббус қилди.
Тибәт достлуқи тәшкилати, мәркизи һиндистандики тибәт тәшкилати болуп, мәзкур тәшкилатниң башқа дөләтләрдә бир қанчә шөбилириму тәсис қилинған.
Тибәт достлуқи тәшкилатиниң йиғинида сөз қилған, мәшһур тибәт язғучиси җаюң лобу ": тибәт әзәлдинла бир мустәқил дөләт, 1950 - йили хитай коммунист һөкүмитиниң таҗавузиға учриған. Бу әң асаслиқ мәсилә болуп, башқа мәсилиләр 2 - орунда туридиған мәсилә һесаблиниду. Кишилик һоқуқ мәсилиси, тибәтниң диний әркинликиниң бастурулуши, тибәтниң муһит мәсилиси қатарлиқларниң һәммиси кейинки мәсилиләр, әң муһими тибәт әслидә бир әркин мустәқил дөләт иди" деди.
Бир қанчә йиллардин буян, далай лама башчилиқидики тибәтниң сүргүндики һөкүмити изчил түрдә бейҗиң билән сөһбәт өткүзүп кәлди. Далай ламаниң алаһидә вәкили лоди гәри өткән һәптә хитайда зиярәттә болуп, хитай һөкүмәт хадимлири билән 6 - қетимлиқ сөһбитини елип барди.
Җаюң лобуниң ейтишичә, далай лама вәкиллириниң бейҗиң тәрәп билән елип барған сөһбитидә һечқандақ нәтиҗә көрүлмигәнлики үчүн, тибәтниң мүстәқиллиқ мәсилисини көтирип чиқип, тибәт һәрикитидә бир қозғилиш пәйда қилиш арқилиқ тибәтни вә дуняниң һәрқайси җайлиридики тибәтләрни " мүстәқиллиқ" нишани үчүн тиришчанлиқ көрситишкә йүзләндүрүш керәк икән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай-тибәт сөһбити назук мәсилиләр басқучиға киргән
- Далай лама вәкиллири шаңхәйгә йетип барди
- Далай лама вәкилләр өмики җүмә күни хитайни зиярәт қилмақчи
- Хитай даирилири сақчилар билән тоқунушқан тибәтләрни бастуруп тинҗитқан
- Хитай һөкүмити бәлгилигән тебәт аптоном район рәиси, далай ламаниң толуқ аптономийә тәлипигә қарши турмақта
- Тибәтниң диний даһиси далай лама сәйшәнбә күни йеңи зеландийидә зиярәттә болди
- Австралийә бейҗиң һөкүмитиниң далайламаниң зияритини қубул қилмаслиқ тәлипини рәт қилди
- Далай лама тибәт мәдинийитиниң 15 йил ичидә заваллиққа йүз тутидиғанлиқини агаһландурди
- Хитайниң тибәттики әмәлдари далай ламани бөлгүнчилик һәрикәтлиригә чатти