Сүргүндики тибәт яшлириниң хитайға қарши ашлиқ елан қилиши16- күнигә қәдәм қойди


2007.07.24

Радиомизниң йеңи деһлидин игә болған мәлуматиға асасланғанда , сүргүндики тибәт яшлириниң тәшкилати болған тибәт яшлар қурултейи қозғиған хитай һөкүмитигә қарши ашлиқ елан қилиш һәрикити сәйшәнбә күни16 - күнигә қәдәм қойди.

Мәркизи ахбарат агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, ашлиқ елан қилишқа қатнашқанлар икки нәпәр аялни өз ичигә алған 14 нәпәр тибәтләр болуп , уларниң йеши 26 яштин 75 яшқичә икән.

Тибәт яшлар қурултейи рәиси тәнзин гейчи тесоңниң билдүрүшичә , қәрәлсиз ачлиқ елан қилиш , тибәт яшлар қурултейи тәрипидин елип бериливатқан кәң көләмлик намайиш паалийитиниң бир қисми болуп ,улар бейҗиң һөкүмитидин тибәт кишилик һоқоқ мәсилисигә җаваб бериш, далай лама бәлгилигән11 - бәнчән ламаниң хәвирини бериш, чиң ‏- заң төмүр йолиниң тибәт хәлқигә қандақ мәнпәәт беридиғанлиқиға җаваб бериш, тибәт вәкиллири өмикини 2008 ‏- бейҗиң олимпик йиғиниға киргүзүш қатарлиқларни тәләп қилмақта икән.

Сүргүндики тибәт һөкүмити гәрчә ачлиқ елан қилғанларни ачлиқни тохтитишқа дәвәт қилған болсиму , ачлиқ елан қилғучилар бирдәк хитай һөкүмити тәләплиримизни қобул қилмиғичә ачлиқни давамлаштуридиғанлиқини ипадилигән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.