Муһаҗирәттики тибәтләр канадада хитайниң дөләт байриқини чүшүрүп орниға тибәт байриқини асти


2008.03.12

Муһаҗирәттики тибәт һөкүмитиниң тор бетидә елан қилинишичә, 3 ‏- айниң 10 ‏- күни миңлиған тибәт муһаҗирлири канаданиң зимистан соғуқ кәтмигән онтарийо шәһиридә, қелин қарни дәссәп туруп толуп ташқан қизғинлиқ билән намайиш өткүзгән.

Тибәтләр бу намайишта тибәт қозғилиңи бастурулуп, далай лама һөкүмити чәтәлгә чиқип кетишкә мәҗбур болғанлиқиниң 49 йиллиқини әслигән. Намайишчилар 'тибәтләргә әркинлик керәк', ' хитай тибәттин чиқип кәтсун' дәп тохтимай шуар товлиған.

Нәқ мәйдандин елинған видио учурлиридин мәлум болушичә, ғәзәпләнгән тибәт яшлири хитай әлчиханиси бинасиниң үстигә чиқип, хитайниң дөләт байриқини чүшүрүвәткән вә униң орниға тибәтниң дөләт байриқини асқан.

Хәвәрләргә қариғанда, бу вәқәни пәйда қилған тибәт яшлири сотлиниши мумкин. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.