Хитайниң бесимиға учриған тибәт гүзили өз мәнпәәтидин ваз кәчти
2007.12.06
22 яшлиқ " тибәт гүзили" зи ренҗиңда " җуңгу тибәт гүзили " дегән нам билән гүзәллик мусабиқисигә қатнишишни рәт қилди. Малайсияда өткүзүлмәкчи болған гүзәллик мусабиқисигә қатнишиштин чекинип чиққан зи ренҗиңда, пәйшәнбә күни йеңи деһлида мухбирларға ":тибәт һазирға қәдәр җоңгуниң мустәмликиси астида, әркинликкә еришкини йоқ, шуңа мән "җуңгу тибәт гүзили" дегән нам билән мусабиқигә қатнишишни һәргиз қобул қилмаймән" деди.
Зи ренҗиңданиң билдүрүшичә, мусабиқә оюштурғучилар җуңгу тәрәпниң бесими астида униңдин, икки йолдин бирини талливелишини, бири "җуңгу тибәт гүзили" дәп йезилған шәрәп ләвһәсини бойниға есип сәһнигә чиқишини, йәнә бири мусабиқигә қатнишиштин ваз кечишни тәләп қилған, зи ренҗиңда сөзидә йәнә, өзиниң бундақ сиясий бесим билән мәзкүр мусабиқигә қатнашмайдиғанлиқини тәкитлиди.
Илгири һиндистанниң дарамсала шәһиридә өткүзүлгән гүзәллик мусабиқисигә қатнишип, " тибәт гүзили" сайланған зи ренҗиңда малайсияда "хәлқара саяһәт гүзили " мусабиқисигә қатнишиш имтиязиға еришкән иди.
Тибәт сиясий паалийәтчилири, өзлириниң зи ренҗиңдадин пәхирлинидиғанлиқини әскәртип, барлиқ тибәт яшлирида бу хил роһниң урғушини тәшәббус қилди.
Бу арида тибәтниң диний даһиси далай лама, италийидә елип баридиған 11 күнлүк зияритини башливәтти. Гәрчә далай ламаниң италийә һөкүмәт хадимлири һәмдә рим папаси билән көрүшмәйдиғанлиқи илгири сүрүлгән болсиму, бирақ көзәткүчиләр униң һәр қайси һөкүмәтсиз тәшкилатлар вә диний әрбаблар билән көрүшидиғанлиқини пәрәз қилишмақта.
Хитай тәрәп изчил түрдә өзи билән дипломатик мунасивәт қурған дөләтләрниң мәйли қайси хил шәкилдә болсун, далай ламаниң зияритини қобул қилғанлиқидин қаттиқ нарази болуп кәлмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә баш министири далай лама мәсилисидә хитайға рәддийә бәрди
- Хитай, йеңи ясалған төмүр йоли арқилиқ тибәткә әскәр әвәтишкә башлиди
- Тибәттә коммунист партийидин үмид үзгән кишиләр көпәймәктә
- Хитай һөкүмити төт нәпәр тибәтни солаққа алди
- Тибәт малчи, һөкүмәтни ағдуруш җинайити билән әйибләнди
- Хитай тибәт мусапирлириға оқ чиқарғанлиқини рәт қилди
- Хитай армийиси непалға қачқан тибәтликләрни йәнә оққа тутти
- Хитай америкиниң далай ламаға алтун медал бериш қарариға қаттиқ наразилиқ билдүрди
- Хитай, тибәт диний рәһбәрлириниң хитай һөкүмитидин рухсәтсиз сайлиналмайдиғанлиқини бәлгилиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайни қолға елинған тибәтлик өсмүрләрни қоюп беришкә чақирди