Далай лама йеқинда канадани зиярәт қилғанда тибәтниң дөләт байриқи чиқирилиду
Тибәтниң дини даһиси далай лама 28 - өктәбир күни канадани зиярәт қилмақчи. Канадада чиқидиған 'дөләт почта гезити'ниң 9 айниң 19 - күни елан қилған хәвиридә баян қилинишичә, далай лама кәлгәндә канаданиң йеңи фондиләнди шәһиридә, шәһәрлик һөкүмәт бинасида тибәтниң дөләт байриқи чиқирилиду.
1999 - Йили бу шәһәрдә, тибәтниң 50 йилдин буян хитай тәрипидин ишғал қилиниватқанлиқиға қарши өткүзүлгән намайишта, әйни вақитта канадани зиярәт қиливатқан хитай баш министири җу руңҗиниң бесими билән тибәтләр чиқарған дөләт байриқи чүшүривитилгән иди.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу қетим йеңи фондиләнди шәһириниң башлиқи дани велямис әпәнди хитайниң кишилик һоқуқ рекорти һәққидә тохталғанда 'җуңхуа хәлқ җумһурийити, дегән әмәлийәттә хәлқниң җумһурийити әмәс, у пәқәт коммунист партийиниң, бир очум бандетниң җумһурийити. Әмди дала лама кәлгәндә, шәһиримизниң һөкүмәт бинасида тибәтниң дөләт байриқи чиқирилиду' дегән. Шундақла у сөзидә йәнә 'олимпик мусабиқисни өткүзүш һоқуқи бир очум бандит җинайәт садир қиливатқан җайға берилмәслики керәк' дегән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама германийә зияритидә ангела меркел билән көрүшиду
- Далай лама америкиниң әң алий " шәрәп " медали билән мукапатлиниду
- Далай ламаниң тибәткә қайтип келишини тәрғип қилған тибәтлик сотланди
- Бейҗиң, далай ламаниң вариси чәтәлдә туғулса етирап қилмайдиғанлиқини агаһландурған
- Хитай тибәт аптоном районида далай ламаниң тәсирини тазилаш һәрикити қозғиди
- Сәддичин сепилидә намайиш өткүзгән тибәтләр чегридин қоғлап чиқирилди
- Тибәт әркинлик паалийәтчилири сәддичин сепилигә тибәткә әркинлик бериш һәққидә лозунка асти
- Тибәтликләр 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғиниға қарши наразилиқ билдүрди
- Сичүәндә далай ламаниң тибәткә қайтишини тәләп қилған йүзлигән тибәтлик қолға елинди