Ғәрб әллири хитайни лхасадики тоқунушта хитайни күч ишләтмәсликкә чақирди
2008.03.14
Тибәт намайишчилири билән хитай қораллиқ қисимлири арисида партлиған лхасадики тоқунуш ғәрб әллириниң диққитини қозғап, хитай даирилиридин намайишчиларға қорал күчи ишләтмәсликни тәләп қилди. Франсийә ташқий ишлар министири кочинер, җүмә күни хитай даирилирини өзини тутувелишқа чақирип, явропа иттипақидики 27 дөләтниң бу мәсилигә җидди көңүл бөлүватқанлиқини билдүрди. Лекин явропа иттипақи 8 - айда ечилидиған бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарита тәдбир қоллунуш пикиридә болмиди.
Америка ташқий ишлар министирликиниң әскәртишичә, бейҗиңдики америка баш әлчиси хитай даирилиридин өзини тутувелишни, намайишчиларға қорал күчи ишләтмәсликни тәләп қилған. Америка президент ишханиси ақсарай болса бейҗиңни " тибәт мәдәнийитигә һөрмәт қилиш"қа үндиди.
Брюсселда явропа иттипақиниң башлиқлар йиғиниға қатнишиватқан әнгилийә баш министири голден бровен, "вәқәдә йүз бериватқан ишлар бизни әндишигә селиватиду," диди. У йәнә кишилик һоқуқниң капаләткә игә қилинишини тәләп қилип, хитайға " наразилиқниң наһайити күчлүк" икәнликини билдүрди.
Германийә һөкүмити болса тинч намайишларға йол қоюлушни тәләп қилди. Германийә ташқи ишлар баянатчиси,федерал һөкүмәтниң лхасадики вәзийәтни әндишә билән көзитиватқанлиқини әскәртип,"тәрәпләр күч ишлитиштин сақлиниш керәк," дәп әскәртти һәм " бизниң нәзиримиздә тинч намайиш пикир әркинликиниң қануни йолларда ипадилинишидур," дәп көрсәтти.
Тибәт роһани даһийси далай лама җүмә күни баянат елан қилип, тибәт вәзийитидин " чоңқур әндишә" қиливатқанлиқини вә хитай даирилиридин намайишчиларға қорал күчи ишләтмәсликни тәләп қилди. Әң йеңи хәвәрләргә қариғанда җүмә күни хитай сақчилар билән тибәт намайишчилар арисида йүз бәргән тоқунушта 2 тибәт пуқраси өлгән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тибәт мәркизи лхасадики намайиш тоқунушқа айланди
- Һиндистан сақчилири йүзлигән тибәтликни қолға алди
- Хитай һөкүмити олимпик мусабиқисида рухсәтсиз намайиш қилишқа болмайдиғанлиқини җакарлиди
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди
- Хитай һөкүмити лхасада тибәтләрниң намайишини бастурғанлиқини етирап қилди
- Һиндистандики тибәт яшлири юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланди
- Сүргүндики тибәт мустәқилчилири һиндистандин тибәткә қарап йол алди
- Далай лама олимпик мунасивити билән хитайни әйиблиди
- Хитай исландийилик нахша чолпини бҗоркни әйиблиди
- Хитай тибәт паалийәтчилиригә вә далай ламаниң қоллиғучилириға тәһдит салди
- Әтләс көйнәк кийгән исландийә нахша чолпини шаңхәйдә тибәт мустәқиллиқини күйлиди
- Әрмәнийидики қалаймиқанчилиқта 8 адәм өлди
- Тибәттә қилинған намайиш бастурулди