Хитай сақчилири тибәттә өйму - өй ахтуруп тутуш һәрикити елип бармақта
2008.03.17
10 - Март тибәтниң лхаса шәһиридә башланған наразилиқ намайиши бүгүн бир аз пәскойға чүшкән болсиму, әмма бу намайишниң тәсири һазир сичуән, гәнсу вә чиңхәй қатарлиқ өлкә районларға таралған болуп, һазир хитай һөкүмити әскәр вә қораллиқ сақчи қисимлирини тибәтләр олтурақлашқан районларға йөткигән.
Радиомиз игилигән мәлуматларға қариғанда, һазир сичуән өлкисиниң аба тибәт аптоном области аба наһийисидә йәкшәнбә күни кәң көләмлик намайиш йүз бәргән болуп, миңлиған намайишчи амма гардән ибадәтханиси алдиға йиғилип қаршилиқ көрситиш намайиши елип барған һәмдә бәзи намайишчилар таш - кесәк етип сақчи аптомобиллириниң әйникини чаққан.
Мәлум болушичә, таш атқучиларға сақчилар оқ чиқарған болуп, нәтиҗидә әң аз дегәндиму 8 адәм өлгән.
Йәрлик бир тибәтниң радиомизға бәргән мәлуматидин ашкарилинишичә, вәқә асасән гәрдән ибадәтханисидики ламалар билән сақчилар арисидики тоқунуштин келип чиққан болуп, тоқунуш җәрянида сақчилар намайишчиларниң бәзилирини уруп өлтүрүвәткән.
Мәзкур тибәтниң билдүрүшичә йәнә, тибәтләр мустәқиллиқ үчүн елип барған намайиш сәвәбидин сақчилар билән раһиблар тоқунушқан һәмдә хитай сақчи - әскәрлиридин бир нәччә адәмни уруп өлтүрүвәткән икән.
14 - Март башланған намайиш тоқунушини тинҗитиш үчүн хитай әскәр вә тинчлиқ сақлаш қисимлирини тибәткә киргүзгән һәмдә намайишчиларни тәслим болушқа чақирған вә бүгүн йерим кечигичә намайишини тохтитиши һәққидә ултиматум тапшурған иди.
Б б с да хәвәр қилишичә, һазир хитай қисимлири тибәттә өктичиләрни тутушни башливәткән болуп, бир йәрлик тибәтниң б б с ға телефун арқилиқ билдүрүшичә, һазир хитай сақчилири өйму - өй ахтуруп тутуш һәрикити елип бериватқан болуп, улар илгири сиясий җинайәт билән әйибләнгән тибәтләрни йәнә қайтидин қолға алған икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара олимпик комитетиниң рәиси хитай һөкүмитиниң бастуруш һәрикәтлиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди
- Далай лама хәлқара җәмийәтни тибәт вәқәсини тәкшүрүшкә чақирди
- Хитай йеңи рәһбәрлик системисини бекити
- Тибәттики тоқунушлар кеңәймәктә
- Хәлқара җамаәт хитай һөкүмитиниң тибәтлик намайишчиларни бастурғанлиқини әйиблимәктә
- Ғәрб әллири хитайни лхасадики тоқунушта хитайни күч ишләтмәсликкә чақирди
- Тибәт мәркизи лхасадики намайиш тоқунушқа айланди
- Һиндистан сақчилири йүзлигән тибәтликни қолға алди
- Муһаҗирәттики тибәтләр канадада хитайниң дөләт байриқини чүшүрүп орниға тибәт байриқини асти
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди
- Хитай һөкүмити лхасада тибәтләрниң намайишини бастурғанлиқини етирап қилди
- Һиндистандики тибәт яшлири юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланди
- Сүргүндики тибәт мустәқилчилири һиндистандин тибәткә қарап йол алди