Тибәт малчи, һөкүмәтни ағдуруш җинайити билән әйибләнди
2007.11.09
Бу йил авғустта сичуәндә қолға елинған тибәт малчи һөкүмәтни парчилаш вә ағдурмичилиқ җинайити билән әйибләнгән болуп, кишилик һоқуқ тәшкилатиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити мәзкур малчиға артқан гунаһларниң һәммиси төһмәт икән.
Тибәтлик малчи роңгял ардақ, диний әркинликни тәләп қилған вә хитай һөкүмитидин далай ламаниң хитайни зиярәт қилишиға йол қоюшни тәләп қилғанлиқи үчүн сичуән өлкисидә бу йил авғустта қолға елинған иди.
Баш штаби нюйоркқа җайлашқан кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң билдүрүшичә, ардақ узунға қалмай җазаға тартилидикән.
Ардақ сичүән өлкисиниң тибәткә қошна райони, гези вилайитидин болуп, у бу йил авғустта лиң тан йезисида елип бериливатқан ат бәйгисидә қолға елинған иди.
Мәлум болушичә, шу қетимлиқ ат бәйгисидә ардақ сәһнигә ямишип чиқип далай ламаниң қайтип келишини вә тибәт миллий һоқуқини тәләп қилип түрмигә кирип қалған икки тибәтлик раһибни қоюветишни тәләп қилип шоар толған икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай тибәт мусапирлириға оқ чиқарғанлиқини рәт қилди
- Хитай армийиси непалға қачқан тибәтликләрни йәнә оққа тутти
- Хитай сақчилири лхасадики тәбрикләш мурасимини бастурди
- Далай ламани тәбриклигән тибәт раһиплири билән хитай сақчилар арисида тоқунуш йүз бәргән
- Хитай америка һөкүмитигә далай ламаға алтун медал бәргәнлики үчүн қаттиқ наразилиқ билдүрди
- Хитай бушниң далай лама билән көрүшкәнликигә наразилиқ билдүрди
- Тибәтниң диний даһийси далай лама ақ сарайда президент бушниң қобул қилишиға еришти
- Хитай америкиниң далай ламаға алтун медал бериш қарариға қаттиқ наразилиқ билдүрди
- Хитай, тибәт диний рәһбәрлириниң хитай һөкүмитидин рухсәтсиз сайлиналмайдиғанлиқини бәлгилиди