Сүргүндики тибәт мустәқилчилири һиндистандин тибәткә қарап йол алди


2008.03.10

10 - Март дүшәнбә күни 100 дин артуқ тибәтлик һиндистанниң дарамсала шәһиридин тибәткә қарап йолға чиққан болуп, уларни миңлиған қоллиғучилар тибәт байриқини ләпилдитип зор алқишлар билән узитип қойған.

Франсийә агентлиқиниң көрситишичә, тибәт таман йолға чиққан бу 100 кишилик марш әтрити ичидә тибәт раһиблири вә 10 нәпәр аялму бар болуп, улар шу маңғанчә хитай чегрисидин өтүп тибәткә киришни пиланлиған. Һалбуки, бу маршни тәшкиллигүчи тибәтләр, уларниң қачан, қәйәрдин, хитай чегрисидин өтидиғанлиқини билдүрмигән болсиму, әмма өзлириниң тибәтниң пайтәхти лихаса шәһиригичә баридиғанлиқини ашкарилиған.

Тибәт яшлар қурултийиниң рәиси тсеваң ригзин мунуларни билдүргән " бизниң бу нөвәтлик маршимиз тибәт ичи вә сиртидики барлиқ тибәтликниң һәқиқий арзу - тиләклирини әкс әттүридиған болуп, бу хитайға тибәтләрниң вәтининиң қанунсиз бесивелинғанлиқиға қарши күрәш қилидиғанлиқидин ибарәт сигналини йәткүзиду."

У йәнә, хитай һөкүмитиниң олимпикдин ибарәт сәһнидин пайдилинип тибәтни қанунсиз бесивалғанлиқини қанунлуқ қилишқа урунуватқанлиқини билдүргән вә " тибәт тибәтликләрниңки, биз тибәт мустәқил болмиғичә һәрикитимиздин һәргиз ваз кәчмәймиз" дегән.

Франсийә агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә йәнә, тибәткә қарап йолға чиққанларниң ичидики әң яш қатнашқучи болса 19 яшлиқ толуқ оттура оқуғучиси тензен пема болуп, у өзиниң бу сәпәргә чиқишидики муддиасини билдүрүп: " азат тибәт мәктәптин муһим, шуңа мән вәтинимгә қайтип, бу байрақни өзүмгә тәвә земинға қадаймән" дегән.

Тибәт паалийәтчилири йәнә, бу йил дарамсалада "тибәт олимпики" мусабиқиси өткүзүп, өзлириниң бу йил авғустта бейҗиңда өткүзилидиған олимпик һәрикитигә болған наразилиқини билдүрмәкчи. (Җүмә)‏

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.