Тибәттики тоқунушлар кеңәймәктә


2008.03.15

Lasa-Tank-Soldriers-200.jpg
Тибәт пайтәхти лхаса кочилирини игиливалған хитай танка вә армийиси. Сүрәт, 15 - март күни тартилған. AFP Photo

Лхасадики бир тибәтлик радио аңлиғучиниң, әркин асия радиосиниң тибәт бөлүмигә телефон арқилиқ хәвәр қилишичә, лхасадики тоқунушларда тибәтлик намайишчилар, лхаса шәһириниң бархор районидики хитайларға аит пүтүн дукан вә магизинларға от қоюп бәргән, нурғунлиған машиниларни көйдүрүвәткән.

Тибәттики тоқунушлар һәққидә далай ламани әйиблигән хитай һөкүмити, лхасадики вәқәләрдә 160 җайға от қоюп берилгәнликини, 580 кишиниң қутқузувилинғанлиқини вә он кишиниң өлгәнликини билдүрди.

Бу арида, лхасада башланған намайиш вә наразлиқ һәрикәтлири, тибәтниң амдо вә кам районлириға һәтта хитайниң чиңхәй вә сичүән өлкилиригичә кеңәйгән болуп, шәнбә күни шиявхе шәһиридә тибәтликләр тәрипидин елип берилған наразилиқ һәрикити җәрянида, тибәтлик намайишчилар " яшисун далай лама" дәп шуарлар товлап, йәрлик һөкүмәт биналириға һуҗум қилған.

Игиләшләргә қариғанда, тибәтниң литоң, кам вә самийә шәһәрлиридиму наразилиқ һәрикәтлири елип берилған.

Ройтерс агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити шәнбә күни бир уқтуруш чиқирип, тибәтлик намайишчиларға наразилиқ һәрикитини тохтитип, хитай бихәтәрлик қисимлириға тәслим болуши үчүн, дүшәнбә күнигичә вақит бәргән.

Хитай һөкүмитиниң бу һәқтики уқтурушида, һөкүмәтниң дүшәнбә күнигичә тәслим болғанларға кәңчилик қилидиғанлиқи, тәслим болмиғанларни, қаттиқ җазалайдиғанлиқи тәкитләнгән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.