Тибәтликләр 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғиниға қарши наразилиқ билдүрди
2007.08.05
Шәнбә күни һиндистан вә нипалдики тибәтликләр, 2008- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йеғиниға наразилиқ билдүрүш үчүн һиндситанниң пайтәхти йеңи деһлидә потбол мусабиқиси өткүзди. 2008- Йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғини келәр йили 8- авғуст күни башлиниду. Йәни алдимиздики чаршәнбә күни 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғининиң башлинишиға бир йил қалған болиду.
Тибәтликләр бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғиниға қарши орунлаштурлған потбол мусабиқисини, һиндистанниң пайтәхтидики әң чоң потбол мәйданида өткүзүшни пиланлиған. Лекин тибәт тәшкилатлириниң билдүрүшичә, һиндистан даирилири хитай һөкүмитиниң бесими билән мусабиқиниң мәзкур мәйданда өткүзүлишигә рухсәт қилмиған. Шуңа тибәтликләр потбол мусабиқисини бир алий мәктәп мәйданида, һиндистан сақчилириниң назарити аситида елип барған.
Ройтрис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, потбол мусабиқиси ахирлашқандин кейин,"тибәтни, 2008- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнаштурайли"!дегәнгә охшаш шуарлар йезилған, лозункиларни көтәргән 2000 ға йеқин тибәтлик потбол мәйдани әтрапида тибәтниң миллий байрақлирини җәвлан қалдуруп, тибәттики хитай һакимийитигә қарши намайиш өткүзгән. Тибәт тәшкилатлири бундақ паалийәтләр уюштуруш арқилиқ, хәлқара җамаәтниң диққитини техиму көп тибәт мәсилсигә тартишни мәқсәт қилмақта.
2008- Йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йеғиниға саһипханлиқ қилиш һоқуқи бейҗиңға берилгән мәзгилдә, тибәт тәшкилатлири хәлқара олимпик комитетидин, кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш тоғрисидики вәдилиригә әмәл қилиши үчүн, бейҗиң һөкүмитигә бесим ишлитишини тәләп қилған иди.
Тибәтликләр , уйғурлар вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң баян қилишичә, гәрчә 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғининиң башлинишиға бир йил вақит қалған болсиму, лекин хитайниң кишилик һоқуқ хатирисидә һечқандақ яхшилиниш йүз бәрмигән, һәтта тибәт вә уйғур елидики кишилик һоқуқ вәзийити техиму начарлашқан. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сичүәндә далай ламаниң тибәткә қайтишини тәләп қилған йүзлигән тибәтлик қолға елинди
- Бейҗиң : далай лама билән болған сөһбәт ишикимиз давамлиқ очуқ
- Далай лама вәкили: хитайниң тибәт мәсилисидә ипадә билдүридиған вақти кәлди
- Сүргүндики тибәт яшлириниң хитайға қарши ашлиқ елан қилиши16- күнигә қәдәм қойди
- Тибәт достлуқи тәшкилати тибәтниң мустәқиллиқини тәрғип қилди
- Хитай-тибәт сөһбити назук мәсилиләр басқучиға киргән
- Далай лама вәкиллири шаңхәйгә йетип барди
- Далай лама вәкилләр өмики җүмә күни хитайни зиярәт қилмақчи
- Хитай даирилири сақчилар билән тоқунушқан тибәтләрни бастуруп тинҗитқан