Сичүәндики гуманлиқ өт кетиш вәқәсидә хәлқ қурултийи бинаси көйүп күл болди


2005.01.04

Сичүән өлкисиниң асасән тибәтликләр олтурақлашқан карзә вилайитидики хәлқ қурултийи бинасиға өт кетип, бина пүтүнләй вәйран болған . От кетиш сәвәби техи ениқланмиған . Лекин карзә вилайәтлик һөкүмәт әмәлдарлириниң билдүрүшичә, хитай һакимийитигә қарши болған тибәтликләр бинаға от қоюп бәргән болуши мумкин икән . Әмма уларниң ейтишичә, һазирғә қәдәр һечким қолға елинмиған.

Әркин асия радиосиниң вәқә һәққидики суаллириға җавап бәргән хитай сақчи даирилири, өт кетиш вәқәсиниң йүз бәргәнликини етирап қилди . Лекин улар вәқә тоғрисида тәпсили мәлумат бериштин өзини қачурди .

От китиш вәқәсиниң исмини ашкарилашни халимиған бир шаһидиниң әркин асия радиосиға билдүрүшичә, карзә вилайәтлик хәлқ қурултийи бинасиға от китиш вәқәси 12 - айниң 23 - күни йирим кичә саәт 1 билән 2 арисида йүз бәргән .

Хәвәрләргә қариғанда, мәзкур районда йиқиндин бири тибәтниң мустәқиллиқини қоллап йезилған тәшвиқат варақлири тарқилишқа башлиған . Һәтта хәлқ қурултийи бинасиға йеқин бир җайға җайлашқан будда ибадәтханилиридиму тибәт мустәқиллиқини қоллайдиған тәшвиқат варақлири тарқитилған. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.