Икки нәпәр тибәтлик хитай һөкүмитигә болған наразилиқини өзини өлтүрүвелиш йоли билән ипадилиди


2008.01.10

Тибәттә җечиң зеба лосаң вә яңба гачиң лочү исимлик икки нәпәр яшанған лама мурити, хитай һөкүмитиниң бесими вә тәһдитлири астида арқа - арқидин өзини есип өлтүрүвалған.

Истансимиз игилигән хәвәргә қариғанда, җечиң зеба лосаң, өткән йили 9 ‏- айниң 8 ‏- күни өлүвалған болуп, униң мурити тибәтниң әркинлики үчүн елип берилған паалийәтләргә қатнашқанлиқи үчүн, у мурити билән биргә сақчиларниң тәкшүрүши астиға елинған. Сақчи вә һөкүмәт хадимлири давамлиқ уларға тәһдит селип қаттиқ бастуруш һәрикити елип барғандин сирт уларни урған һәмдә һақарәтлигән. Җечиң зеба тибәт лама динида өзини өлтүрүвелишниң еғир җинайәт һесаблинидиғанлиқини билип турсиму ахири өзини өлтүрүвелиш йолини талливалған.

Йәнә бир яшанған лама мурити яңба гачиң лочү, өткән йили будизмға аит нәзирийиләрни бесип тарқатқанлиқи үчүн хитай даирилири тәрипидин сиясий мәсилә пәйда қилған дегән әйибләшләргә учрап, охшашла назарәт қилиш вә һәр хил бесим тәһдитләргә учриған. яңба гачиң лочуму хитайларниң бесимға бәрдашлиқ берәлмәй өткән йили 11 ‏- айниң 4 ‏- күни аилисидә өзини есип өлтүрүвалған.

Чәтәлләрдә яшаватқан тибәтләрниң билдүрүшичә, гәрчә тибәт лама динида өзини өлтүрүвелиш җинайәт һесаблинип чәкләнгән болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң сияситигә нарази болған тибәтләрдә өзини өлтүрүвелиш һадисилири хели көп қетим йүз бәргән икән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.