15 Йил түрмидә ятқан тибәт раһибәси америкиға йетип кәлди
2006.03.15
15 Йил хитай түрмисидә йетип чиққан тибәт раһибәси фунсоң нйиҗон хитайдин айрилишқа рухсәт қилинип, чаршәнбә күни америкиға йетип кәлди. У америкиға келиштин бурун хитай даирилири уни хитайға қарши паалийәтләргә қатнашмаслиқ тоғрисида агаһландурған.
38 яшлиқ фунсоң нйиҗон 2004- йили түрмидин қоюп берилгән болсиму, лекин униң әркин паалийәтлири чәкләнгән һәмдә паспортқа илтимас қилишиму рәт қилинған иди. Униң қоюп берилиши, хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америкиға зиярәткә келишидин бурун болған. Америкидики сөһбәт фонди җәмийитиниң рәиси җон кәм, раһибәниң қоюп берилишиниң хуниң зиярити билән мунасивити бар-йоқлиқини билмәйдиғанлиқини ейтти.
Фунсоң нйиҗон сан-франсискоға йетип кәлгәндин кейин, өзиниң америкидәк бир әркин дөләткә йетип кәлгәнликидин интайин хушал болғанлиқини һәмдә униң қоюп берилишигә көп күч чиқарған америка һөкүмитигә вә тибәтләрниң диний даһиси далай ламаға көп рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрди.
Фунсоң нйиҗон 1989- йили "дөләт һакимийитини ағдуруш тәшвиқати елип барған" дегән җинайәт билән түрмигә ташланған иди. Фунсоңниң ейтишичә, у түрмидә еғир қийин-қистақларға учриған һәмдә саламәтлики начарлап кәткән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити бәш нәпәр тибәт раһибиға қамақ җазаси бәрди
- Хитай һөкүмити кичик бәнчән ламаниң тибәттә йиғин ечишини уюштурди
- Хитай һөкүмити тибәт бутханисини ремонт қилмақчи
- Тибәтлик намайишчиларниң һиндистандики хитай әлчиханисиға суқунуп кириш вәқәси йүз бәрди
- Хитай һөкүмити 5 нәпәр тибәт раһибини қолға алди









