Хитай һөкүмити бәш нәпәр тибәт раһибиға қамақ җазаси бәрди
2006.02.07
Чәтәлдики тибәт тәшкилатлириниң хәвәр қилишичә, хитайниң ғәрбий шималдики тибәтләр топлушуп олтурақлашқан гәнсу, чиңхәй өлкилиридә хитай һөкүмити сәйшәнбә күни бир түркүм тибәт раһиби вә раһибәлирини тибәт мустәқиллиқини тәләп қилди, дәп әйибләп 18 айдин 3 йилғичә қамақ җазасиға һөкүм қилған.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әркин тибәт һәрикити тәшкилатидин нәқил кәлтүрүшичә, қамақ җазасиға һөкүм қилинған 5 нәпәр раһиб вә раһибә, гәнсу вә чиңхәй өлкисидики әнәниви тибәт районида яшайдиған пуқралар болуп, улар хәлқара олимпик йиғининиң 2008 - йили бейҗиңда өткүзүлүшигә қарши турған вә хитайниң тибәт аптоном районидики һөкүмранлиқиға хатимә беришни тәләп қилғанлиқи үчүн 2005- йили 5 - айда қолға елинған. Қолға елинғанларниң иккиси раһиб, үч нәпири раһибә икән.
Мәркизи лондондики әркин тибәт һәрикити тәшкилати бу һәқтики баянатида, " үч нәпәр буддист раһибәси билән икки нәпәр буддист раһиби, тибәт мәсилиси һәл болмиғичә хәлқара олимпик йиғининиң бейҗиңда өткүзүлүшигә қарши чиққанлиқи үчүн қолға елинған " дәйду. Әркин тибәт һәрикитиниң әскәртишичә, бу 5 нәпәр киши хитай сот мәһкимиси тәрипидин бөлгүнчиликкә ярдәм бериш, наразилиқ хети йезип, тибәт мустәқиллиқини тәләп қилиш вә олимпик тәнтәрбийә йиғининиң бейҗиңда өткүзүлүшигә қарши чиқиш қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләнгән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити кичик бәнчән ламаниң тибәттә йиғин ечишини уюштурди
- Хитай һөкүмити тибәт бутханисини ремонт қилмақчи
- Тибәтлик намайишчиларниң һиндистандики хитай әлчиханисиға суқунуп кириш вәқәси йүз бәрди
- Хитай һөкүмити далай ламани әйибләшни рәт қилған раһбларни қолға алди
- Хитай һөкүмити 5 нәпәр тибәт раһибини қолға алди









