Хитай даирилири сақчилар билән тоқунушқан тибәтләрни бастуруп тинҗитқан
2007.06.26
Америка авази радиосиниң шинхуа агентлиқиниң дүшәнбә күнидики хәвиридин нәқил кәлтүрүшичә, сичуән өлкисидики гәнзи заңзу областида нәччә йүзлигән тибәтләр өзлири чоқунидиған илаһий тағда даириләрниң кан байлиқлирини қезишиға наразилиқ билдүрүш җәрянида келип чиққан тоқунуш мувапиқ һәл қилинип бесиққан.
Шинхуа агентлиқи бу һәқтә тарқатқан хәвиридә 27- май гәнзи тибәт областиниң бамей йезисидики 300 дәк тибәт аммиси билән сақчилар оттурсида йүз бәргән тоқунушта, амма сақчи һәмдә кан байлиқлирини ечиш ширкитиниң аптомобиллирини өрүп, бир нәпәр һөкүмәт хадимини яриландурди. 6 - Айниң 2 - күни тоқунушниң йәниму еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиришидин бурун даириләр сақчи күчи билән вәзийәтни контрол қилип бәш нәпәр топилаңчи тибәтни қолға алди" дәп көрсәткән иди.
Әмма ройтерис агентлиқиниң вәқәгә қатнашқан бир нәпәр тибәтниң сөзини нәқил кәлтүрүшгә қариғанда,әйни әһвал шинхуа агентлиқи тарқатқан хәвәрдә ейтилғинидәк ундақ адди болмастин, бәлки бамей йезисида тибәтләр билән хитай сақчилири оттурсида йүз бәргән тоқунушта бир қисим амма җенидин айрилған болсиму, бу һәқтә хәвәр берилмигән. Сәккиз нәпәр тибәт йеза ақсақаллири сичуәнгә әрз қилғили кәткәнчә из дерики болмиған.
Бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, сичуәндики бу тибәт йезисида йүз бәргән тоқунушниң тинҗиши, хитай даирилириниң қаттиқ бастурғанлиқиниң нәтиҗиси болуп, әмилйәттә хәлқниң наразилиқи техи бесиқмиған.
Хитай даирилири кан байлиқлирини ечиватқан бамей йезисиға җайлашқан яла теғи, тибәт будда муритлири чоқунидиған тоққуз илаһий тағниң бири болуп, тибәтләр бу тағда байлиқ ечишниң муһит бузғунчилиқи кәлтүрүп чиқиришидин нарази болған шундақла хитай даирилириниң бу районда елип бериватқан сиясәтлири тибәтләргә динй, иқтисадий, мәдәнийәт һәмдә күндилик турмушитиму юқири бесим елип кәлгән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити бәлгилигән тебәт аптоном район рәиси, далай ламаниң толуқ аптономийә тәлипигә қарши турмақта
- Тибәтниң диний даһиси далай лама сәйшәнбә күни йеңи зеландийидә зиярәттә болди
- Австралийә бейҗиң һөкүмитиниң далайламаниң зияритини қубул қилмаслиқ тәлипини рәт қилди
- Далай лама тибәт мәдинийитиниң 15 йил ичидә заваллиққа йүз тутидиғанлиқини агаһландурди
- Хитайниң тибәттики әмәлдари далай ламани бөлгүнчилик һәрикәтлиригә чатти
- Тибәт мустәқиллиқ тәшкилати бейҗиңда ечилидиған олимпик йиғиниға вәкилләр өмики әвәтишни тәләп қилди
- Америка дөләт мәҗлисидә тибәт һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди
- Ричард гипер вә далай ламаниң вәкиллири америкидин тибәт мәсилилирини һәл қилишқа ярдәм тәләп қилди