Сичүәндә далай ламаниң тибәткә қайтишини тәләп қилған йүзлигән тибәтлик қолға елинди
2007.08.03
Хитайниң сичүән өлкисидики тибәтләр олтурақлашқан районда тибәт роһани даһиси далай ламаниң тибәткә қайтишини тәләп қилған йүзлигән тибәтлик хитай сақчи даирилири тәрипидин қолға елинди. Хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатиниң радиомизға ашкарилишичә, бу вәқә сичүәнниң лисаң етник тибәт районида чаршәнбә күни йәрлик тибәтләрниң әнәнивий ат бәйгә мусабиқиси өткүзүши җәрянида йүз бәргән болуп, вәқә хитай һәрбий вә сақчилири тәрипидин дәрһал бир тәрәп қилинған.
Бәйгә мусабиқиси җәрянида 53 яшлардики руңгйе адак исимлик бир тибәт пуқраси йәрлик тибәтликләргә нутуқ сөзләп, хитай даирилиридин далай ламаниң тибәткә қайтишиға йол қоюшни тәләп қилип, у қайтмиғичә тибәттә һәқиқий диний әркинлик болмайдиғанлиқини тәкитлигән. Бәзи тәхминләрдә бәйгә мусабиқисиға қатнашқан 200 дәк тибәтликниң қолға елинғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Лекин лисаң районидики һәрбий вә сақчи понкити бундақ бир вәқә йүз бәргәнликидин хәвири йоқлуқини билдүрди. Шинхуа ахбарат агентлиқи бу һәқтики бир хәвиридә, руңгйе адакниң бөлгүнчилик паалийәтлири билән четишлиғи барлиқини билдүрди. Сақчилар адакниң сөз - һәрикити дөләтни парчилаш вә милләтләр иттипақлиқиға бузғунчилиқ қилишқа қаритилғанлиқи сәвәбидин тохтитип қоюлғанлиқини елан қилған.
Вәқәни өз көзи билән көргүчиләрниң әскәртишичә, руңгйе адак нутқида йәнә бәнчән лама вә тәнзин делег ринпочиларни қоюп беришкә чақирған. 1995 -Йили 6 йешида далай лама тәрипидин бәнчән ламаниң вариси, дәп елан қилинған гедун чокйе нйима, 12 йилдин бери хитай даирилири тәрипидин нәзәрбәнт астида тутуп турулмақта. Тәнзин делег ринпочи болса шу җайдики инавәтлик ламалардин бери болуп, хитай һөкүмити уни террорчилиқ билән әйибләп муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң : далай лама билән болған сөһбәт ишикимиз давамлиқ очуқ
- Далай лама вәкили: хитайниң тибәт мәсилисидә ипадә билдүридиған вақти кәлди
- Сүргүндики тибәт яшлириниң хитайға қарши ашлиқ елан қилиши16- күнигә қәдәм қойди
- Тибәт достлуқи тәшкилати тибәтниң мустәқиллиқини тәрғип қилди
- Хитай-тибәт сөһбити назук мәсилиләр басқучиға киргән
- Далай лама вәкиллири шаңхәйгә йетип барди
- Далай лама вәкилләр өмики җүмә күни хитайни зиярәт қилмақчи
- Хитай даирилири сақчилар билән тоқунушқан тибәтләрни бастуруп тинҗитқан
- Хитай һөкүмити бәлгилигән тебәт аптоном район рәиси, далай ламаниң толуқ аптономийә тәлипигә қарши турмақта