Чегрисиз мухбирлар тәшкилати битәрәп көзәткүчиләрниң тибәттә тәкшүрүш елип беришини тәләп қилди


2008.03.20

Хитай һөкүмити, тибәтләрниң наразилиқ һәрикәтлириниң башқа җайларға кеңийип кетишиниң шуниңдәк тибәттә йүз бериватқан вәзийәтниң дуняға ашкарилинип кетишиниң алдини елиш үчүн, тибәтләр яшаватқан барлиқ районларға қаратқан контроллуқини изчил күчәйтмәктә.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни, хитай даирилириниң һәр хил вастиларни қоллинип, чәтәл мухбирлириниң тибәт вәзийити һәққидә хәвәр елан қилишиға қаратқан тосқунлуқлири үстидин қаттиқ наразилиқ билдүрүш билән биргә, тибәттики бастурмичилиқ қилмишиға хатимә беришини тәләп қилди.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати йәнә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин хитай һөкүмитиниң тибәткә кириши чәкләнгән мухбирларниң тибәткә киришигә йол қоюши һәмдә битәрәп көзәткүчиләрниң тибәттә тәкшүрүш елип бериши һәққидә тәдбир елишини тәләп қилди.

Тибәттә өткән һәптә, хитай һөкүмитигә қарши тенчлиқ намайиши қозғалған болуп, хитайниң қораллиқ бастурушиға наразилиқ билдүргән тибәтләр тенчлиқ билән башлиған һәрикитини топилаңға айландурди. Хитай даирилири өткән җүмә күни лхасада йүз бәргән топилаңда аз дегәндә 16 адәмниң өлтүрүлгәнликини билдүргән иди, бирақ сүргүндики тибәт һөкүмити аз дегәндә 100 адәмниң хитай әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлгәнликини тәкитлимәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.