Хитай һөкүмити тибәткә йеңи һәрбий қисимлар орунлаштурмақта
2008.03.19
Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан тибәт тәшкилатлириниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити тибәтләрниң қозғилиңини бастуруш үчүн, ғәрбий районларға зор миқдарда қошумчә һәрбий қисимлар йөткимәктә.
Франисйә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити болупму тибәт билән чегридаш болған вә бир қәдәр көп тибәтлик яшайдиған сичуән өлкисигә нурғунлиған һәрбий қисимлар орунлаштурған.
Сичуән өлкисини зиярәт қиливатқан чәтәллик мухбирларниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири сичуән өлкисиниң тибәтләр орунлашқан районлириға көплигән әскәр вә еғир қораллар йөткигән.
Әркин тибәт һәрикити тәшкилатиниң билдүрүшичә, сичуәнниң нигава наһийисидә хитай бихәтәрлик қисимлири канайлар билән йәкшәнбә күни мәзкур наһийидә елип берилған наразилиқ һәрикитини тәшкиллигәнләрни тәслим болушқа чақирмақта.
Тибәтниң мәркизи лихаса шәһири вә әтрапида қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири алған хитай даирилириниң билдүрүшичә, һазирғичә 100 дин ошуқ тибәтлик қозғилаңчи тәслим болған. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т баш катипи бан - кимун хитайни тибәттә өзини тутивелишқа үндиди
- Хитай сақчилири тибәттә өйму - өй ахтуруп тутуш һәрикити елип бармақта
- Далай лама хәлқара җәмийәтни тибәт вәқәсини тәкшүрүшкә чақирди
- Хитай йеңи рәһбәрлик системисини бекити
- Тибәттики тоқунушлар кеңәймәктә
- Хәлқара җамаәт хитай һөкүмитиниң тибәтлик намайишчиларни бастурғанлиқини әйиблимәктә
- Ғәрб әллири хитайни лхасадики тоқунушта хитайни күч ишләтмәсликкә чақирди
- Тибәт мәркизи лхасадики намайиш тоқунушқа айланди
- Һиндистан сақчилири йүзлигән тибәтликни қолға алди
- Хәлқара мәтбуатларда айропилан вәқәсии муназирә қилинмақта
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди
- Хитай һөкүмити лхасада тибәтләрниң намайишини бастурғанлиқини етирап қилди