Тибәт мәсилисидә хәлқара җамаәтниң хитайға қаратқан бесими күчәймәктә
2008.03.19
Хитай һөкүмитиниң тибәттә йолға қойған бастуруш һәрикити, бир тәрәптин хәлқара аммивий тәшкилатлар вә тибәтни һимайә қилғучи органларниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш чақириқини күчәйтиватқан болса, йәнә бир тәрәптин ғәрб дөләтлириниң, хитай һөкүмитини тибәтниң диний даһиси далай лама билән сөһбәт өткүзүп, тибәт мәсилисини һәл қилишқа қистишиға сәвәб болмақта.
Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш тоғрисидики чақириқларға қарши икәнликини билдүргән, мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати вә мәркизи нюйорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ тәшкилатлар болса, һәр қайси дөләт вә һөкүмәт рәһбәрлиридин, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ичилиш мурасимиға қатнашмаслиқини тәләп қилмақта.
Чаршәнбә күни рим папаси, 16 - бенидикт тунҗи қетим тибәттики қозғилаң һәққидә тохтилип, тибәт мәсилисини бир тәрәп қилиш вә тибәт хәлқиниң тартиватқан азабини тохтитиш үчүн мунасивәтлик тәрәпләрни сөһбәткә чақирди.
Рим папаси баянатида, зораванлиқ һәрикәтлири мәсилини һәл қилмайду әксичә, техиму мурәккәпләштүридү, дегән.
Бу арида, дуня миқясида елип берилған рай синашта, тибәттики вәқәләрниң хитайниң дунядики образиға сәлбий тәсир йәткүзүватқанлиқини, болупму ғәрб дөләтлиридики кәң хәлқ аммисиниң хитай һөкүмитиниң тибәттики бастуруш һәрикитини қаттиқ әйиблигәнликини оттуриға чиқарди.
Рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, америка хәлқиниң 74 пирсәнти, франисйә хәлқиниң 75 пирсәнти вә әнгилийә хәлқиниң 63 пирсәнти, бейҗиң һөкүмитиниң тибәткә қаратқан сиястини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүргән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т баш катипи бан - кимун хитайни тибәттә өзини тутивелишқа үндиди
- Тибәттә йүз бәргән тоқунушқа түркийә мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр берилди
- Хитай сақчилири тибәттә өйму - өй ахтуруп тутуш һәрикити елип бармақта
- Далай лама хәлқара җәмийәтни тибәт вәқәсини тәкшүрүшкә чақирди
- Хитай йеңи рәһбәрлик системисини бекити
- Тибәттики тоқунушлар кеңәймәктә
- Ғәрб әллири хитайни лхасадики тоқунушта хитайни күч ишләтмәсликкә чақирди
- Тибәт мәркизи лхасадики намайиш тоқунушқа айланди
- Хитай дарфурдики қирғинчилиқниң күчийишигә ярдәмчи болуш билән әйипләнди
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди
- Тибәттә йүз бәргән тоқунушта 200 дин артуқ адәм қолға елинди