Хитай һөкүмити, далай ламаниң йеқин кәлгүсидә тибәткә қайтиш мумкинчилики барлиқини чәткә қақти
2005.07.05
Хитайлар билән тибәтләр оттурисида мәхпий сөһбәт елип берилған шундақла далай лама туғулғанлиқинишң 70 йиллиқи хатирлиниватқан бир чағда, хитай һөкүмити сәйшәнбә күни баянат елан қилип, далай ламаниң йеқин кәлгүсидә тибәткә қайтиш мумкинчиликиниң бишарити йоқлиқини билдүрди.
Хитай ташқи ишлар министири лю җйәнчав, далай ламаға қоюлған шәртләрдә өзгириш болмиғанлиқини әскәртип, " у тибәт билән тәйвәнни җоңгониң бир қисими, дәп етирап қилғандила, мәркизи һөкүмәт униң келәчиги тоғрисида сөһбәт өткүзиду," деди. Шу күни дарамсаладики тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баш министири саңдом ренпочи, далай ламаниң һаят чеғида тибәткә қайтиш мумкинчилики бар, дәп тәкитлигән.
Далай лама чаршәнбә күни 70 яшқа кириду. Хитай һөкүмити 6 - айниң 30 вә 7 - айниң 1 - күнлири далай ламаниң вәкиллири билән шивитсарийидә мәхпий сөһбәт өткүзгән.
Лю җйәнчав, сөһбәтниң тәпсилати һәққидә тохталмиди. Әмма у, " йеқинда мәркизи һөкүмәттики алақидар даириләр далай ламаға йеқин кишиләрни өз ичигә алған бәзи тибәтликләр билән учришип, уларниң үмид вә тәләплирини аңлиди," дәп көрсәтти.
Хитай вәкилләр өмикигә мәркизи бирликсәп бөлүминиң муавин мудири җу вейчүн йитәкчилик қилған. Тибәт тәрәпкә далай ламаниң америкида турушлуқ вәкили лоди гяри йитәкчилик қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири далай лама вәкиллири билән шивитсарийидә учрашти
- Далай лама тәйинлигән бәнчән ламаниң из- дерики һазирға қәдәр мәлум әмәскән
- Далай лама, японийидики зиярити давамида алий аптономийигә еришиш арзусини намайән қилди
- Тибәтниң диний даһийси далай лама японийини зиярәт қилди
- Далай лама хитайға қаратқан мөтидил сияситиниң тибәт үчүн пайдилиқ икәнликини тәкитлимәктә