Сәддичин сепилидә намайиш өткүзгән тибәтләр чегридин қоғлап чиқирилди


2007.08.09

Хитайниң сәддичин сепилидә наразилиқ намайиши елип барған 6 нәпәр тибәт мустәқилчиси, бейҗиң даирилири тәрипидин чегридин һайдап чиқирилди.

Мәркизи нюйорктики " әркин тибәт оқуғучилири һәрикити" тәшкилатиниң ашкарилишичә, 6 тибәтлик мәзкүр тәшкилатниң әзалири болуп, хитайда икки күн тутуп турулғандин кейин, чаршәнбә күни чеградин чиқириветилгән.

Әркин тибәт оқуғучилири һәрикитиниң баянатчисиниң ейтишичә, намайиш елип барған 6 тибәтлик әнгилийә, америка вә канада пуқралири, улар хитай даирилири тәрипидин тутуп турулуш җәрянида таяқ зәрбисигә учримиған, әмма узун вақит елип берилған сорақ, уларни қаттиқ биарам қилған.

" Әркин тибәт оқуғучилири һәрикити" ниң әзалири, сәддичин сепилигә 42 квадрат метир чоңлуқтики " бир дуня , бир ғайә, тибәт мүстәқиллиқи 2008 дәп йезилған лозункини асқан.

Бу йил 4 ‏- айда, америка пуқралиғидики 5 тибәтлик, тибәттики җумулаңма чоққисиға охшаш лозункини есип, намайиш елип барған иди.

Гәрчә тибәтниң роһани даһиси далай лама, хитай һөкүмитидин изчил түрдә алий аптономийә тәләп қилип кәлгән болсиму, бирақ көплигән тибәтликләр йәнила мустәқиллиққә йетишни өзиниң нишани қилип кәлмәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.