Хитай тибәт аптоном районида далай ламаниң тәсирини тазилаш һәрикити қозғиди
2007.08.10
Кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң җүмә күни ашкарилишичә, хитай һөкүмити тибәт аптоном районида далай ламаниң тәсирини тазилаш һәрикити қозғап, далай ламаға қарши ипадә билдүрүшни рәт қилған тибәт кадирлиридин нәччә онлиған кишини хизмитини елип ташлиған вә нурғун кишиләр бу сәвәбтин тәнқидкә учриған.
Хоңкоңдики җуңго демократийә вә кишилик һоқуқ учур мәркизи, бу йил 7 айдин бери тибәттики 74 наһийидин 54 нәпәр йәрлик партийә секритариниң вәзиписидин елип ташланғанлиқини вә уларниң орниға ичкиридин хитай кадирларни йөткәп келип орунлаштурғанлиқини билдүрди. Мәзкур тәшкилат бу һәқтики баянатида " җуңго йеқиндин бери етник тибәт кадирлириға наһайити аз ишинидиған болди. Парткоминиң секритари җаң чиңли йеқинда тибәт кадирлирини далай ламани паш қилиш вә тәнқит қилиш һәрикитини йетәрлик түрдә елип бармиди, дәп тәнқидлигән," дәйду.
Җаң чиңли, тибәт аптоном райони парткоминиң секритарлиқиға өстүрүлүштин бурун, уйғур аптоном райониниң муавин секритари, даимий муавин рәис вә ишләпчиқириш қурулуш биңтүәниниң қомандани қатарлиқ вәзипиләрни атқурған. Җуңго демократийә вә кишилик һоқуқи учур мәркизиниң әскәртишичә, хитай һөкүмити ичкиридики 17 өлкә вә шәһәрдин кәлгән 853 нәпәр пидаий хитайлар ичидин нурғун кишиләрни тибәт аптоном райониниң һөкүмәт кадирлиқиға атиған. Мәзкур тәшкилат йәнә, һөкүмәтниң хитай пуқралириға һәр хил вәдиләрни берип, 000, 10 дин артуқ кишини тибәткә келишкә қизиқтурғанлиқини билдүрди.
Хитай даирилири техи йеқиндила далай ламаниң 4 кишилик вәкилләрөмикини бейҗиңда күтүвелип, улар билән тибәт мәсилиси тоғрисида сөһбәт елип барған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сәддичин сепилидә намайиш өткүзгән тибәтләр чегридин қоғлап чиқирилди
- Тибәт әркинлик паалийәтчилири сәддичин сепилигә тибәткә әркинлик бериш һәққидә лозунка асти
- Тибәтликләр 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғиниға қарши наразилиқ билдүрди
- Сичүәндә далай ламаниң тибәткә қайтишини тәләп қилған йүзлигән тибәтлик қолға елинди
- Бейҗиң : далай лама билән болған сөһбәт ишикимиз давамлиқ очуқ
- Далай лама вәкили: хитайниң тибәт мәсилисидә ипадә билдүридиған вақти кәлди
- Сүргүндики тибәт яшлириниң хитайға қарши ашлиқ елан қилиши16- күнигә қәдәм қойди
- Тибәт достлуқи тәшкилати тибәтниң мустәқиллиқини тәрғип қилди