Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайни қолға елинған тибәтлик өсмүрләрни қоюп беришкә чақирди
2007.09.21
Мәркизи нюйорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай даирилиридин гәнсуниң гәннән вилайити лабраң наһийисидики бир толуқсиз оттура мәктәпниң қолға елинған 7 нәпәр оқуғучисини дәрһал қоюп беришни тәләп қилди. Лабраң наһийисиниң амчок бора йезисидики толуқсиз оттура мәктәптә оқуйдиған 14 вә 15 яшлардики бу 7 нәпәр оқуғучи, буниңдин икки һәптә илгири тибәт мустәқиллиқини қоллайдиған вә далай ламаниң тибәткә қайтип келишини тәләп қилидиған там гезити чаплаш вәқәси билән четишлиқи бар, дәп тутқун қилинған.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң әскәртишичә, сақчи даирилири 7 - сентәбир әтрапида там гезити чаплаш вәқәсини сүрүштүрүш үчүн амчок бора йезисидин 40 нәччә оқуғучини тутқун қилип, уларниң көп қисимини 48 саәттин кейин қоюп бәргән болсиму ,лекин юқириқи 7 нәпәр оқуғучини давамлиқ тутуп қалған вә сақчилар тутқунларниң ичидики 14 яшлиқ бир балини урған.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири мудири брәд адамс, " өсмүрләрни сиясий җинайәтчи, дәп қолға елиш тибәтниң әһвалида қилчилик өзгириш болмиғанлиқини көрситиду. Бир балини сиясий җинайәтчи, дәп уруш хитайниң хитай рәһбәрлири еғизидин чүшүрмәйдиған 'инақ җәмийәт' қуруштин бурун, қанчилик узун мусапиларни бесишиға тоғра келидиғанлиқини көрсәтмәктә " дәйду.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң әскәртишичә, даириләр бу оқуғучиларни тутқун қилип бир қанчә өткәндин кейин, уларни шу әтраптики лабраң наһийә базириға елип кәткән. Даириләр шу елип кәткәнчә ата - аниларниң пәрзәнтлирини йоқлишиға рухсәт қилмиған шундақла балиларниң әһвалидин учур беришни рәт қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама йеқинда канадани зиярәт қилғанда тибәтниң дөләт байриқи чиқирилиду
- Далай лама германийә зияритидә ангела меркел билән көрүшиду
- Далай лама америкиниң әң алий " шәрәп " медали билән мукапатлиниду
- Далай ламаниң тибәткә қайтип келишини тәрғип қилған тибәтлик сотланди
- Бейҗиң, далай ламаниң вариси чәтәлдә туғулса етирап қилмайдиғанлиқини агаһландурған
- Хитай тибәт аптоном районида далай ламаниң тәсирини тазилаш һәрикити қозғиди
- Сәддичин сепилидә намайиш өткүзгән тибәтләр чегридин қоғлап чиқирилди
- Тибәт әркинлик паалийәтчилири сәддичин сепилигә тибәткә әркинлик бериш һәққидә лозунка асти
- Тибәтликләр 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғиниға қарши наразилиқ билдүрди
- Сичүәндә далай ламаниң тибәткә қайтишини тәләп қилған йүзлигән тибәтлик қолға елинди