Хитай, тибәт диний рәһбәрлириниң хитай һөкүмитидин рухсәтсиз сайлиналмайдиғанлиқини бәлгилиди
2007.10.10
Чаршәнбә күни һиндистанда яшаватқан тибәтлик яшлар, хитай һөкүмити тәрипидин тибәттә йолға қоюлған йеңи диний бәлгилимиләргә наразилиқ билдүрүш үчүн, һиндистанниң пайтәхти йиңи деһлидики хитай баш әлчиханисиға бастуруп киргән.
Франисйә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң тибәттики йеңи диний бәлгилимисигә наразилиқини ипадиләш үчүн, хитай әлчиханисиға бесип киргән тибәтликләрниң бир қисми зәнҗирләр билән өзлирини әлчихана ичидики хитай байриқи исилған түврүккә бағливалған, йәнә бир қисими болса, әлчиханиниң дәрвазисиға вә тамлириға қизил қәләмләр билән "тибәткә әркинлик" дәп шуарлар язған. Намайишчи тибәтликләр һиндистан сақчилири тәрипидин тутулған.
Тибәттә,хитай һөкүмити тәрипидин 1- сентәбир күни йолға қоюлған йеңи диний бәлгилимидә, чәтәлләрдики тибәт диний рәһбәрлириниң тибәттики диний рәһбәрләрни сайлаш ишиға арилишиши чәкләнгән һәмдә тибәт диний рәһбәрлириниң хитай һөкүмитидин рухсәтсиз сайлиналмайдиғанлиқи тәкитләнгән.
Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан тибәт тәшкилат рәһбәрлири, хитай һөкүмитиниң йеңи бәлгилимиси тибәт диний рәһбәрлириниң сайлинишида далай ламаниң тәсирини азайтишни шундақла йүз йиллардин бери давамлишип келиватқан тибәт буддизими әнәнисини йоқитишни мәқсәт қилғанлиқини баян қилмақта. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайни қолға елинған тибәтлик өсмүрләрни қоюп беришкә чақирди
- Далай лама йеқинда канадани зиярәт қилғанда тибәтниң дөләт байриқи чиқирилиду
- Далай лама германийә зияритидә ангела меркел билән көрүшиду
- Далай лама америкиниң әң алий " шәрәп " медали билән мукапатлиниду
- Далай ламаниң тибәткә қайтип келишини тәрғип қилған тибәтлик сотланди
- Бейҗиң, далай ламаниң вариси чәтәлдә туғулса етирап қилмайдиғанлиқини агаһландурған
- Хитай тибәт аптоном районида далай ламаниң тәсирини тазилаш һәрикити қозғиди
- Сәддичин сепилидә намайиш өткүзгән тибәтләр чегридин қоғлап чиқирилди