Далай лама вәкили хитай әмәлдарлири билән 5-қетимлиқ сөһбәтни башлиди
2006.02.15
Тибәтләрниң сүргүндики диний даһиси далай ламаниң әлчилири чаршәнбә күни хитай әмәлдарлири билән 5-қетимлиқ сөһбәтни башлиди. Әмма сөһбәт йепиқ йиғин шәклидә елип берилғачқа, сөһбәт мәзмунлири сиртқа ашкариланмиди.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тибәтләрниң сүргүндики һөкүмитиниң баянатчиси тубтен сампел " бизниң үмидимиз, тибәт мәсилисини хитай әмәлдарлири билән сөһбәт арқилиқ һәл қилиш вә шу арқилиқ тибәт хәлқини өзи үчүн неминиң һәммидин муһимлиқини өзи бәлгиләш һоқуқиға еришиштүрүш" дәйду.
2002- Йилидин һазирғичә далай лама вәкили билән хитай әмәлдарлири 4 қетим сөһбәт өткүзүп болған болсиму, лекин һечқандақ конкрет нәтиҗә һасил қилалмиди. Тибәт һөкүмитиниң баянатчиси уларниң 2005 - йили шивитсарийидә хитай әмәлдарлири билән өткүзгән бир нәччә қетимлиқ сөһбитиниң наһайити " сәмимий" елип берилғанлиқини вә буниң тибәтликләргә үмид елип келидиғанлиқини билдүрди.
Әмма хитай даирилири тибәт вәкиллири билән елип барған сөһбәтлиригә соғуқ муамилә қилип, бу һәқтиму һечқандақ түзүк мәлумат бәрмәй кәлди. Шундақла хитай йәнә, тибәт вәкиллириниң хитайдики зияритини пәқәт шәхсий намдики зиярәт дәпла чүшәндүрди.
Әмма бу сөһбәт ечиливатқан мәзгилдә, далай ламаниң исраилийини зиярәт қилиши, хитай һөкүмитиниң қаршилиқини қозғиди һәмдә хитай даирилири исраилийигә очуқ наразилиқ билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама – хитай сөһбитиниң маһийитигә нәзәр
- Далай хитай билән өткүзилиған 5-қетимлиқ сөһбәтниң пат арида башлинидиғанлиқини ейтти
- Америка дөләт мәҗлиси далай ламаниң " толуқ аптономийә" тәлипини қоллиди
- Хитай даирилири далай лама вәкиллири билән шивитсарийидә учрашти
- Роберт золейк, бейҗиңда хитай - америка мунасивәтлири бойичә сөһбәт елип барди









