Тибәттә тоқунушлар давамлашмақта


2008.03.25

Тибәтләрниң наразилиқ һәрикәтлири өзлүксиз давамлишиватқан болуп, дүшәнбә күни сичүән өлкисиниң тибәтләр бир қәдәр зич орунлашқан гәрзә районида тибәтлик намайишчилар билән хитай сақчи қисимлири оттурисида йүз бәргән тоқунушларда аз дегәндә икки киши өлгән.

Мәркизи һиндистанниң дарамсала шәһиридики тибәт кишилик һоқуқ вә демократийә мәркизиниң сәйшәнбә күни хәвәр қилишичә, хитай сақчилири тибәтлик раһибларниң тинчлиқ билән елип барған намайишини бастурушқа урунуп, 18 яшлиқ бир тибәтлик раһибни ейтип өлтүргәндин кейин, намайиш тоқунушқа айланған.

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дәсләптә тибәтлик намайишчилар, пичақ, ташлар билән хитай сақчи қисимлириға һуҗум қилип бир сақчини өлтүргән.

Сичуәнниң тибәт чегриси йеқиниға җайлашқан, гәрзә шәһиридә бир нәччә күндин бери наразилиқ һәрикәтлири давамлишиватқан болуп, сиясий мулаһизичиләрниң қаришичә, гәрзәдә наразилиқ һәрикәтлириниң давам қиливатқанлиқи, тибәтләрниң хитай һөкүмитиниң қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлиригә қаримай, һәрикитини давамлаштуруватқанлиқини көрситидикән шуниңдәк бу әһвал 2008‏ - йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғинини һәр қандақ бир путликашаңға учримай өткүзүшни арзу қилған хитай рәһбәрлирини қейин әһвалға чүшүрмәктә. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.