Чиңхәй-тибәт төмүр йолидин тунҗи пойез маңғузулди
2006.07.02
Хитайниң тибәткә туташтуруп салған чиңхәй-тибәт төмүр йоли қурулишиниң пүтүп чиққанлиқи мунасивити билән -1ийол күни тунҗи пойез бейҗиңдин ласаға қарап маңғузулди. Бу пойез 48 саәт ичидә чиңхәй-тибәт төмүр йоллиридин өтүп дүшәнбә күни ласаға йетип баридикән.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу күни йәнә бир пойез чиңхәйниң голмуст дегән җайидин йолға чиққан. Шундақла хитай рәиси ху җинтав өзи голмустқа келип бу пойезниң йолға чиқишини көздин көчүргән. Пойез 13 саәттин кейин йәкшәнбә күни әтигән ласаға йетип барған.
Хитай һөкүмити 1142 километир узунлуқтики бу чиңхәй-тибәт төмүр йолини ясаш үчүн 4 милярт 200 милйон америка доллири пул сәрп қилған. Шундақла улар йеқинда йәнә, кәлгүси 10 йил ичидә бу төмүр йолни һиндистан чегрисиғичә узартидиғанлиқини мәлум қилди.
Хитай һөкүмити бу төмүр йолни тибәт райониниң иқтисадини яхшилаш мәқстидә салғанлиқини тәкитләп кәлсиму, әмма тибәтниң сүргүндики һөкүмити вә тибәт паалийәтчилири, бу районға техиму көп хитай көчмәнлирини йөткәш арқилиқ тибәтни контрол қилишниң хитай һөкүмитиниң һәққиқий мәқсити икәнликини тәкитлиди. Шундақла 1- ийол күни чикакодики тибәтликләр хитай консолханиси алдида мәзкур төмүр йол қурулишиға қарши намайиш өткүзди. (Пәридә)









