Тибәтлик аял сиясий мәһбус нимачүҗен түрмидин қоюп берилди
2006.06.29
Мәркизи америкидики кишилик һоқуқ тәшкилати диалог фонди җәмийитиниң чаршәнбә күни билдүрүшичә, хәлқараға мәлум болған әң ахирқи тибәтлик аял сиясий мәһбус 2 - айниң 26 - күнила хитай түрмисидин қоюп берилгән икән.
Истансимизниң игилишичә , хитай ташқи ишлар министирлиқи, диалог фонди җәмийитигә уқтуруш қилип 16 - июн күни нимачүҗенни аллиқачан қоюп бәргәнликини билдүргән.
Кишилик һоқуқ тәшкилати диалог фонди җәмийити 14 - июн күни хитай ташқи ишлар министирлиқидин нимачүҗенниң әһвали һәққидә тәпсили мәлумат беришни тәләп қилған.
Нимачүҗенға берилгән 10 йиллиқ түрмә җазаси алди - кәйни болуп 3 қетим қисқартилғандин кейин , һазир униң рәсмий қоюп берилгәнлики испатланди.
Нимачүҗен, 1999 - йили тибәттә өткүзүлгән мәмликәтлик яш - өсмүрләр миллий тәнтәрбийә мусабиқиси мәзгилидә җоңго һөкүмитигә қарши елип берилған намайиш билән мунасивити бар вә 2000 -йили"дөләтни парчилашқа урунған" дигән баһанилар билән қолға елинған , униң ериму юқириқидәк җинайәтләр билән үмүрлүк қамақ җазасиға учриған , бирақ һазир униң җаза мүддитиму 18 йилға қисқартилди.
Хитай 1950 - йилидин бери тибәтни контроллуқиға киргүзүвалған болсиму, бирақ тибәттики көплигән хәлқ йәнила тибәтниң диний даһиси далай ламаға чоқуниду, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини тибәтниң диний әркинлики вә кишилик һоқуқини бастуруш қилмиши билән әйиблимәктә.
Хәлқарадики уйғур тәшкилатлириниң билдүрүшичә ,хитай түрмилиридә көплигән уйғур сиясий мәһбуслириму җазалиниватқан болуп, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тохти мозарт, нурмәмәт ясин қатарлиқ уйғур яшлириниң гунаһсиз икәнликини уларниң хитай түрмисидин дәрһал қоюп берилишини тәләп қилмақта. Амма хитай һөкүмити булар һәққидә һечқандақ ипадә билдүрмиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җоңго тибәтлик өсмүрниң сияси мәһбус икәнликини рәт қилди
- Вашингтонда түрмидин чиққан тибәт раһибәсини күтивелиш паалийити өткүзүлди
- 15 Йил түрмидә ятқан тибәт раһибәси америкиға йетип кәлди
- Хитай һөкүмити бәш нәпәр тибәт раһибиға қамақ җазаси бәрди
- Хитай һөкүмити кичик бәнчән ламаниң тибәттә йиғин ечишини уюштурди